2
Җамаәтниң биринчи вәзиписи
Мән һәммидин авал, етиқатчиларға пүткүл инсанлар үчүн Худадин тиләкләр тилишини, дуа-тилавәт қилишини, башқилар үчүн мураҗиәт қилишини вә тәшәккүрләр ейтишини, болупму падишалар вә барлиқ әмәлдарлар үчүн дуа-тилавәт қилишини җекиләймән. Шундақ қилғанда, биз толуқ ихласмәнлик вә салмақлиқ билән тинич вә аман-есән һаят кәчүрәләймиз. Йәр. 29:7. Бундақ дуа-тилавәт қилиш гөзәл иштур, Қутқузғучимиз Худани хурсән қилиду. Чүнки У пүткүл инсанниң қутқузулуши вә уларниң һәқиқәтни тонуп йетишини халайду. Әз. 18:23; 2Пет. 3:9. Чүнки бирла Худа бардур, Худа билән инсанлар арисида бир келиштүргүчиму бар, У болсиму Өзи инсан болуп кәлгән Мәсиһ Әйсадур. «Чүнки бирла Худа бардур» — яки «чүнки Худа бирдур» — «Қан.» 6:4 («Пәрвәрдигар Худайимиз, Пәрвәрдигар бир бирликтур») вә изаһатни көрүң.   Юһ. 17:3; Рим. 3:30; Гал. 3:19; Ибр. 9:15. У барлиқ инсанларни һөр қилиш үчүн Өзини қурбан қилип бәдәл төлиди; шундақ қилип бекитилгән вақит-саитидә Худаниң ниҗатиға гувалиқ берилди. «У (Мәсиһ) барлиқ инсанларни һөр қилиш үчүн Өзини қурбан қилип бәдәл төлиди» — бу «һөр қилиш» гунаниң вә Шәйтанниң илкидин. «шундақ қилип бекитилгән вақит-саитидә Худаниң ниҗатиға гувалиқ берилди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Бу улуқ ишқа (йәни Мәсиһниң өлүми вә тирилиши) бекитилгән вақти-саитидә гувалиқ берилди». Лекин бизниңчә Әйсаниң өлүминиң өзи шу «гувалиқ»тур — демәк, Әйсаниң қурбанлиғи Худаниң чәксиз муһәббәт вә ниҗатлиқ плани тоғрилиқ бәлгүләнгән вақтида ашкариланди.   Мат. 20:28; Әф. 1:7; Кол. 1:14. Мән бу гувалиқни йәткүзүш үчүн җакарчи вә расул болушқа тайинлинип (мениң бу сөзлиримниң һәммиси раст, мән ялған гәп қилмидим), ят әлликләргә етиқат вә һәқиқәт йолида үгәткүчи болуп тикләндим. Рос. 9:15; 13:2; 22:21; Рим. 1:9; 9:1; Гал. 1:16; 2:8; Әф. 3:8; 2Тим. 1:11. Шуңа, мән шуни халаймәнки, әрләр қәйәрдә болсун, дуаға җәм болғанда ғәзәпсиз вә дәталашсиз һалда, һалал әмәллик қоллирини көтирип дуа қилсун. Зәб. 133:1-2; Юһ. 4:21.
Охшаш йолда аялларму мувапиқ кийинип, өзлирини ар-номус вә салмақлиқ билән пәрдаз қилсун. Уларниң өзлирини пәрдазлаш, чачлирини алаһидә ясаш вә алтун, үнчә-мәрвайит вә есил қиммәт кийим-кечәкләр билән әмәс, Тит. 2:3; 1Пет. 3:3. 10 бәлки гөзәл әмәллири билән пәрдазлишини халаймән. Бу, Худа йолида тәқвадар болай дегән аялларға яришиду. 11  Җамаәт сорунлирида, аяллар тинич олтирип, толуқ итаәтмәнлик билән тәлим алсун. «Җамаәт сорунлирида, аяллар тинич олтирип, толуқ итаәтмәнлик билән тәлим алсун» — Йәһудийларниң әнъәнилири бойичә аял кишиләр Худаниң сөзлирини үгәнмәслик керәк еди, шуңа расулниң бу сөзи чоң бир йеңилиқ еди. 12 Лекин аялларниң әрләргә тәлим бериши яки улар үстидин һөкүм сүрүшигә йол қоймаймән. Әксичә, улар тинич болсун. «Лекин аялларниң әрләргә тәлим бериши яки улар үстидин һөкүм сүрүшигә йол қоймаймән» — бу тәлим тоғрилиқ, шундақла ача-сиңилларға ата қилинған илтипатлар тоғрилиқ «1Кор.» 14:34-35 вә «Коринтлиқлар (1)»дики «қошумчә сөз»имизниму көрүң.   Яр. 3:16; 1Кор. 14:34; Әф. 5:24. 13 Чүнки авал Адәм ата, кейин Һава ана яритилған. Яр. 1:27; 2:22. 14 Авал алдинип аздурулғанму Адәм ата әмәс, бәлки Һава ана еди. У толиму алданғанлиғидин уларниң итаәтсизлигигә чүшүп қалған еди. Яр. 3:6. 15 Лекин аяллар етиқатта, меһир-муһәббәт вә пак-муқәддәсликтә салмақлиқ билән туридиғанла болса, улар туғутта сақ-саламәт қутулиду. «Лекин аяллар етиқатта, меһир-муһәббәт вә пак-муқәддәсликтә салмақлиқ билән туридиғанла болса, улар туғутта сақ-саламәт қутулиду» — демәк, «Аяллар Худаниң ләнитигә учриғанлиқтин туғути қийин вә хәтәрлик болсиму, униңдин сақ-саламәт өтүп кетиду».
Бу 14-15-айәтни: «Аяллар әрләргә тәлим бериш, әрләр үстигә һөкүм сүрүштә әмәс, бәлки бала туғуш вә уни беқиш җәрянида, етиқат арқилиқ еришидиған қутқузулуштин бәһримән болалайду» дегән башқа бир мәнидә чүшинишкиму болиду. Айәтниң: «Бирақ аяллар Һава аниниң нәслидин туғулған Әйса Мәсиһ арқилиқ қутқузулиду» дегән йәнә бир чүшәнчиси әйни тексткә анчә йеқин кәлмәйду, дәп қараймиз.
 
 

2:2 Йәр. 29:7.

2:4 Әз. 18:23; 2Пет. 3:9.

2:5 «Чүнки бирла Худа бардур» — яки «чүнки Худа бирдур» — «Қан.» 6:4 («Пәрвәрдигар Худайимиз, Пәрвәрдигар бир бирликтур») вә изаһатни көрүң.

2:5 Юһ. 17:3; Рим. 3:30; Гал. 3:19; Ибр. 9:15.

2:6 «У (Мәсиһ) барлиқ инсанларни һөр қилиш үчүн Өзини қурбан қилип бәдәл төлиди» — бу «һөр қилиш» гунаниң вә Шәйтанниң илкидин. «шундақ қилип бекитилгән вақит-саитидә Худаниң ниҗатиға гувалиқ берилди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Бу улуқ ишқа (йәни Мәсиһниң өлүми вә тирилиши) бекитилгән вақти-саитидә гувалиқ берилди». Лекин бизниңчә Әйсаниң өлүминиң өзи шу «гувалиқ»тур — демәк, Әйсаниң қурбанлиғи Худаниң чәксиз муһәббәт вә ниҗатлиқ плани тоғрилиқ бәлгүләнгән вақтида ашкариланди.

2:6 Мат. 20:28; Әф. 1:7; Кол. 1:14.

2:7 Рос. 9:15; 13:2; 22:21; Рим. 1:9; 9:1; Гал. 1:16; 2:8; Әф. 3:8; 2Тим. 1:11.

2:8 Зәб. 133:1-2; Юһ. 4:21.

2:9 Тит. 2:3; 1Пет. 3:3.

2:11 «Җамаәт сорунлирида, аяллар тинич олтирип, толуқ итаәтмәнлик билән тәлим алсун» — Йәһудийларниң әнъәнилири бойичә аял кишиләр Худаниң сөзлирини үгәнмәслик керәк еди, шуңа расулниң бу сөзи чоң бир йеңилиқ еди.

2:12 «Лекин аялларниң әрләргә тәлим бериши яки улар үстидин һөкүм сүрүшигә йол қоймаймән» — бу тәлим тоғрилиқ, шундақла ача-сиңилларға ата қилинған илтипатлар тоғрилиқ «1Кор.» 14:34-35 вә «Коринтлиқлар (1)»дики «қошумчә сөз»имизниму көрүң.

2:12 Яр. 3:16; 1Кор. 14:34; Әф. 5:24.

2:13 Яр. 1:27; 2:22.

2:14 Яр. 3:6.

2:15 «Лекин аяллар етиқатта, меһир-муһәббәт вә пак-муқәддәсликтә салмақлиқ билән туридиғанла болса, улар туғутта сақ-саламәт қутулиду» — демәк, «Аяллар Худаниң ләнитигә учриғанлиқтин туғути қийин вә хәтәрлик болсиму, униңдин сақ-саламәт өтүп кетиду». Бу 14-15-айәтни: «Аяллар әрләргә тәлим бериш, әрләр үстигә һөкүм сүрүштә әмәс, бәлки бала туғуш вә уни беқиш җәрянида, етиқат арқилиқ еришидиған қутқузулуштин бәһримән болалайду» дегән башқа бир мәнидә чүшинишкиму болиду. Айәтниң: «Бирақ аяллар Һава аниниң нәслидин туғулған Әйса Мәсиһ арқилиқ қутқузулиду» дегән йәнә бир чүшәнчиси әйни тексткә анчә йеқин кәлмәйду, дәп қараймиз.