128
128-күй •••• Узун давам қилған җапа-мушәққәтни әсләш
1 «Жуқириға чиқиш нахшиси»
«Яшлиғимдин тартип улар көп қетим мени хар қилип кәлди» —
— Аһ, Исраил һазир буни десун —
2 «Улар яшлиғимдин тартип көп қетим мени хар қилип кәлди,
Бирақ үстүмдин ғәлибә қилған әмәс.
3 Қош һайдиғучилар дүмбәмдә һайдиған,
Чөнәклирини интайин узун тартқан».
4 Пәрвәрдигар һәққанийдур;
У рәзилләрниң асарәтлирини сундурувәтти;
5 Улар шәрмәндә болуп арқисиға яндурулсун,
Зиондин нәпрәтлинидиғанларниң һәммиси!
6 Улар өгүздә үнүп чиққан чөптәк болсун;
Үзүлмәй турупла солишип кетидиған;■ Аюп 8:12; 40:10
7 От-чөп ориғучиға униңдин бир тутамму чиқмайду;
Бағ бағлиғучиға бир қучақму чиқмайду;
8 Өтүп кетиватқанларму: «Пәрвәрдигарниң бәрикити үстүңларда болғай;
Пәрвәрдигарниң нами билән силәргә бәхит тиләймиз!» — дегән саламни һеч бәрмәйду.□ «Өтүп кетиватқанларму: «Пәрвәрдигарниң бәрикити үстүңларда болғай; Пәрвәрдигарниң нами билән силәргә бәхит тиләймиз!» — дегән саламни һеч бәрмәйду.» — демәк, мошу күйдики 4- һәм 5-айәтниң мәнаси: Рәзил кишиләрдин һеч һосул болмайду, улардин һеч яхшилиқ яки бәхит-хошаллиқ кәлмәйду яки уларниң бешиға чүшмәйду.
□128:8 «Өтүп кетиватқанларму: «Пәрвәрдигарниң бәрикити үстүңларда болғай; Пәрвәрдигарниң нами билән силәргә бәхит тиләймиз!» — дегән саламни һеч бәрмәйду.» — демәк, мошу күйдики 4- һәм 5-айәтниң мәнаси: Рәзил кишиләрдин һеч һосул болмайду, улардин һеч яхшилиқ яки бәхит-хошаллиқ кәлмәйду яки уларниң бешиға чүшмәйду.