Исраилийәниң тағ-җилғилири
□67:5 «Чөл-баяванларға Мингүчи» — яки «Булутларға Мингүчи...». Қайси мәнаси тоғра болсун Худаниң өзини көрситиду. 7-айәтни көрүң.
■67:9 Мис. 19
□67:11 «Сениң баққан падаң» — Исраил хәлқини көрситиду, әлвәттә.
□67:14 «Силәр қой баққанда падилар арисида ятқан болсаңларму, зиминиңлар әнди қанатлириға күмүч сәпкән, пәйлири пақирақ алтун билән безәлгән пахтәктәк болиду» — бу айәтни ибраний тилида чүшиниш тәс, һәр хил тәрҗимилири бар. Мәнаси бәлким, Исраил хәлқи әслидә кәмбәғәл әһвалда яшиған болсиму (қой баққучи болуп), Худа Пәләстин зимининиң һәммә йеригә көп олҗини (алтун-күмүч қатарлиқлар) чечип, уларни бейитти (14-айәтни көрүң).
□67:16 «Башан теғи қудрәтлик бир тағ, Башан теғи егиз чоққилири көп бир тағдур» — башқа тәрҗимилири: «Худаниң теғи Башан теғидәктур — көп чоққилиқ бир тағдәк, Башан теғидәктур» яки «Башан теғи Худаниң теғидур, Башан теғи егиз чоққилири көп бир тағдур».
□67:17 «Худа Өз макани қилишни халиған (таллиған) тағ» — Йерусалимдики Зион теғи.
□67:18 «Рәб... Синай теғидики муқәддәс җайда туриду» — буниң мәнаси бәлким: «Худа Синай теғида қандақ қилған болса, У Йерусалимдики (Зион теғидики) муқәддәс ибадәтханисида туруп шундақ қилишни давамлаштуриду — демәк, сүрлүк, шан-шәрәплик һаләттә болуп, пәйғәмбәрләр арқилиқ калам-вәһийлирини аян қилишни давамлаштуриду» дегәндәк.
□67:19 «Сән жуқуриға көтирилдуң, инсанларни тутқун қилғучиларни өзүң әсир қилип елип кәттиң; Яһ Худа уларниң арисида туруши үчүн, һәтта асийлиқ қилғанлар арисида туруши үчүнму, Сән инсан арисида туруп илтипатларни қобул қилдиң» — бу муһим һәм сирлиқ айәткә Инҗилда, «Әф.» 4-бапта тәбир берилиду; Қутқузғучи-Мәсиһ инсан арисида өзи инсан болуп, инсанларни тутқун қилғучилар (йәни гуна, өлүм вә җин-шәйтанлардин ибарәт) үстидин ғәлибә қилип, асманларға көтирилип, инсанларни қутқузуш һәм уларни (ишәнгән инсаларни) Худаниң йеңи бир «муқәддәс ибадәтхана»си қилиш үчүн әрштики атисидин илтипатларни қобул қилиду.
■67:19 Әф. 4:8; Чөл. 17:21; Йә. 9:23; Әзра 8:20
□67:20 «...У һәр күни жүклиримизни көтәрмәктә» — башқа бир хил тәрҗимиси «... У һәр күни үстимизгә яхшилиқларни жүкләйду».
□67:21 «Рәбгә, йәни Пәрвәрдигарғила, өлүмгә бағлиқ ишлар тәвәдур» — яки башқа бир хил тәрҗимиси «Рәбдә, йәни Пәрвәрдигардила, өлүмдин қутулуш йоллириму бар».
□67:22 «Өз гуналирида давамлиқ кетиверидиғанларниң чачлиқ каллисини У (Худа) чақиду» — «чачлиқ калла»: бәзи хәлиқләр: «Башта чач көп болса, күч көп болиду» дегән хурапий көзқарашни қобул қилған болса керәк.
□67:23 «Өз хәлқимни Башан дияридинму, деңизларниң чоңқур җайлиридинму қайтуруп келимән» — «Өз хәлқимни» ибраний тилида «уларни» дәп елинған. Биз «уларни» дегән сөзни «Өз хәлқимни» дәп тәрҗимә қилдуқ. Бәзи алимлар «улар»ни Исраилниң дүшмәнлири дәп қарайду (улар Худа шу дүшмәнләрни Исраил улардин қисас алсун дәп қайтурған, дәп қарайду).
□67:25 «Улар Сениң маңғанлириңни көрди, и Худа... Падишасимниң муқәддәс җайиға кирип маңғанлирини көрди» — бу айәттики «улар» Худаниң дүшмәнлирини көрситиши болса керәк. Худаниң «муқәддәс җайиға кирип маңғанлири» дегәнни чүшиниш үчүн «Мис.» 40:16-38 вә «1Пад.» 8:1-11ни көрүң.
■67:30 1Пад. 10:10, 24, 25; 2Тар. 32:23; Зәб. 71:10; 75:12-13
□67:31 «қомушлуқтики житқуч җанивар» — бәлким Мисирни Нил дәриясидики тимсаһқа охшитиду.