3
Исраилниң Иордан дәриясидин өтүши
Йәшуа әтиси таң сәһәрдә туруп, пүткүл Исраил билән Шиттимдин айрилип Иордан дәриясиға кәлди; улар дәриядин өткичә шу йәрдә баргаһ тикип турди. Үч күн тошуп, сәрдарлар чедиргаһтин өтүп, хәлиққә әмир қилип: — Силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң әһдә сандуғини, йәни Лавийларниң уни көтирип маңғинини көргән һаман, турған орнуңлардин қозғилип, әһдә сандуғиниң кәйнидин әгишип меңиңлар. Лекин униң билән силәрниң арилиғиңларда икки миң гәз арилиқ қалсун; қайси йол билән маңидиғиниңларни билишиңлар үчүн, униңға йеқинлашмаңлар; чүнки силәр илгири мошу йол билән меңип бақмиғансиләр, — деди.
Йәшуа хәлиққә: — Өзүңларни пак-муқәддәс қилиңлар, чүнки әтә Пәрвәрдигар араңларда мөҗизә-карамәтләрни көрситиду, — деди. Андин Йәшуа каһинларға: — Әһдә сандуғини көтирип хәлиқниң алдида дәриядин өтүңлар, дәп буйрувиди, улар әһдә сандуғини елип хәлиқниң алдида маңди.
Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип: — Һәммә Исраилниң Мениң Муса билән биллә болғинимдәк, сениң биләнму биллә болидиғанлиғимни билиши үчүн бүгүндин етиварән сени уларниң нәзиридә чоң қилимән. Йә. 1:5 Әнди сән әһдә сандуғини көтәргән каһинларға: — Силәр Иордан дәриясиниң сүйиниң бойиға йетип кәлгәндә, Иордан дәрияси ичидә туруңлар, — дегин, — деди.
Йәшуа Исраилларға: — Бу яққа келиңлар, Пәрвәрдигар Худайиңларниң сөзини аңлаңлар, деди.
10-11 Андин Йәшуа: — Мана, силәр шу иш арқилиқ мәңгүлүк һаят Тәңриниң араңларда екәнлигини, шундақла Униң силәрниң алдиңлардин Һиттийлар, Гиргашийлар, Аморийлар, Ⱪананийлар, Пәриззийлар, Һивийлар, Йәбусийларни һайдиветидиғанлиғини билисиләр — пүткүл йәр-зиминниң егисиниң әһдә сандуғи силәрниң алдиңларда Иордан дәрияси ичидин өткүзүлиду. 12 әнди Исраилниң қәбилилиридин он икки адәмни таллаңлар, һәр қайси қәбилидин бирдин болсун; 13 шундақ болидуки, пүткүл йәр-зиминниң Егиси болған Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтәргән каһинларниң тапини Иордан дәриясиниң сүйигә тәккәндә, Иордан дәриясиниң сүйи, йәни баш еқинидин еқип кәлгән сулар үзүп ташлинип, дәрия көтирилип дөң болиду, — деди. Зәб. 113:3
14 Әнди шундақ болдики, хәлиқ чедирлиридин чиқип Иордан дәриясидин өтмәкчи болғанда, әһдә сандуғини көтәргән каһинлар хәлиқниң алдида маңди; Рос. 7:45 15 әһдә сандуғини көтәргүчиләр Иордан дәриясиға йетип келип, путлири суға тегиши биләнла (орма вақтида Иордан дәриясиниң сүйи дәрияниң икки қирғиқидин тешип чиқиду), 1Тар. 12:16 16 жуқури еқиндики сулар хелә жирақтила, Зарәтанниң йенидики Адәм шәһириниң йенида тохтап, дөң болди; Арабаһ түзләңлиги бойидики деңизға, йәни «Шор Деңизи»ға еқип чүшүватқан кейинки еқими үзүлүп қалди; хәлиқ болса Йерихо шәһириниң удулидин дәриядин өтүп маңди. «Адәм шәһири» — «Адәм» шәһәрниң нами. «Шор деңизи» — һазир «Өлүк Деңиз» дәп атилиду. 17 Пүткүл Исраил қуруқ йәрни дәссәп, барлиқ хәлиқ Иордан дәриясидин пүтүнләй өтүп болғичилик, Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтәргән каһинлар Иордан дәриясиниң оттурисида қуруқ йәрдә мәзмут турди.
 
 

3:7 Йә. 1:5

3:13 Зәб. 113:3

3:14 Рос. 7:45

3:15 1Тар. 12:16

3:16 «Адәм шәһири» — «Адәм» шәһәрниң нами. «Шор деңизи» — һазир «Өлүк Деңиз» дәп атилиду.