42
Қалғанлар Пәрвәрдигардин йол сорайду, бирақ униңға қулақ салмайду
Барлиқ ләшкәр башлиқлири, җүмлидин Кареаһниң оғли Йоһанан һәм Һошаяниң оғли Йәзания вә әң кичигидин чоңиғичә барлиқ хәлиқ «Һошаяниң оғли Йәзания» — бу «Йәзания» 40:8дә тилға елинған «Йәзания» болуши мүмкин. Йәрәмия пәйғәмбәрниң йениға келип униңдин: «Тәливимизни иҗабәт қилғайсән, Пәрвәрдигар Худайиңға хәлиқниң қалдиси болған бизләр үчүн дуа қилғайсәнки (көзүң көргинидәк бурун көп болған бизләр һазир интайин аз қалдуқ), Пәрвәрдигар Худайиң бизгә маңидиған йол, қилидиған ишни көрсәткәй» — дәп илтиҗа қилди.
Йәрәмия пәйғәмбәр уларға: «Мақул! Мана, мән Пәрвәрдигар Худайиңларға сөзлириңлар бойичә дуа қилимән; шундақ болидуки, Пәрвәрдигар силәргә қандақ җавап бәрсә, мән уни силәргә һеч немисини қалдурмай толуғи билән баян қилимән» — деди.
Улар Йәрәмияға: «Пәрвәрдигар Худайиң сени әвәтип бизгә йәткүзидиған сөзниң һәммисигә әмәл қилмисақ, Пәрвәрдигар бизгә һәқиқий, гепидә турудиған гувачи болуп әйиплисун!» — деди. «Биз сени Пәрвәрдигар Худайимизниң йениға әвәтимиз; җавап яхши болсун яман болсун, униң авазиға итаәт қилимиз; биз Худайимизниң авазиға итаәт қилғанда, бизгә яхши болиду». Йәр. 7:23
Шундақ болдики, он күндин кейин, Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға кәлди. У Кареаһниң оғли Йоһанан, ләшкәр башлиқлириниң һәммиси вә әң кичигидин чоңиғичә барлиқ хәлиқни чақирип уларға мундақ деди: — «Силәр мени тәливиңларни Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң алдиға йәткүзүшкә әвәткәнсиләр. У мундақ деди: —
10 «Силәр йәнила мошу зиминда туривәрсәңларла, Мән силәрни қуруп чиқимән; силәрни ғулатмаймән; Мән силәрни тикип өстүримән, силәрни юлмаймән; чүнки Мән бешиңларға чүшүргән балаю-апәткә өкүнимән. Йәр. 24:6; 31:4; 33:7 11 Силәр қорқидиған Бабил падишасидин қорқмаңлар; униңдин қорқмаңлар, — дәйду Пәрвәрдигар, — чүнки Мән силәрни қутқузуш үчүн, униң қолидин қутулдуруш үчүн силәр билән биллә болимән. 12 Мән силәргә шундақ рәһимдиллиқни көрситимәнки, у силәргә рәһим қилиду, шуниң билән силәрни өз зиминиңларға қайтишқа йол қойиду.
13 Бирақ силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазиға қулақ салмай «Бу зиминда қәтъий турмаймиз» — десәңлар 14 вә: «Яқ. биз Мисир зиминиға барайли; шу йәрдә нә урушни көрмәймиз, нә канай-агаһ сигналини аңлимаймиз, нә нанға зар болмаймиз; шу йәрдә яшаймиз» — десәңлар, 15 әнди Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и Йәһуданиң бу қалдиси болған силәр: Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — «Силәр Мисирға кирип, шу йәрдә олтирақлишишқа қәтъий нийәткә кәлгән болсаңлар, 16 әнди шундақ болидуки, силәр қорқидиған қилич Мисирда силәргә йетишивалиду, силәр қорқидиған қәһәтчилик Мисирда силәргә әгишип қоғлап бариду; шу йәрдә силәр өлисиләр. 17 Шундақ болидуки, Мисирға кирип шу йәрдә турайли дәп қәтъий нийәт қилған адәмләрниң һәммиси қилич, қәһәтчилик вә ваба билән өлиду; уларниң һеч қайсиси тирик қалмайду вә яки Мән бешиға чүшүридиған балаю-апәттин қутулалмайду.
18 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Ғәзивим вә қәһрим Йерусалимдикиләрниң бешиға чүшүрүлгәндәк, силәр Мисирға киргиниңларда, қәһрим бешиңларға чүшүрүлиду; силәр ләнәткә қалидиған вә дәһшәт басидиған объект, ләнәт сөзи һәм рәсвачилиқниң объекти болисиләр вә силәр бу зиминни қайтидин һеч көрмәйсиләр. Йәш. 65:15; Йәр. 7:20; 18:16; 19:8; 24:9; 25:9,18; 26:6; 29:18 19 Пәрвәрдигар силәр, йәни Йәһуданиң қалдиси тоғрилиқ: «Мисирға бармаңлар!» — дегән. — Әнди шуни билип қоюңларки, мән бүгүнки күнидә силәрни агаһландурдум!».
20 — Силәрниң мени Пәрвәрдигар Худайиңларниң йениға әвәткиниңлар «Пәрвәрдигар Худайимизға биз үчүн дуа қилғайсән; Пәрвәрдигар Худайимиз бизгә немә десә, бизгә йәткүзүп бәрсәң биз шуниң һәммисигә әмәл қилимиз» дегүзгиниңлар өзүңларни алдап җениңларға замин болуштин ибарәт болди, халас. «— Силәрниң мени Пәрвәрдигар Худайиңларниң йениға ... «Пәрвәрдигар Худайимизға...» дегүзгиниңлар өзүңларни алдап җениңларға замин болуштин ибарәт болди, халас» — айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси «Силәрниң мени Пәрвәрдигар Худайиңларниң йениға: «Пәрвәрдигар Худайимизға ... » дегүзүп әвәткиниңларда өзүңлар җениңларни алдап қойғансиләр, халас». 21 Мән бүгүнки күндә силәргә Униң дегинини ейтип бәрдим; лекин силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазиға вә яки Униң мени силәрниң йениңларға әвәткән һеч қайси ишта Униңға итаәт қилмидиңлар. «Мән бүгүнки күндә силәргә Униң дегинини ейтип бәрдим; лекин ... Худайиңларниң авазиға вә яки Униң мени силәрниң йениңларға әвәткән һеч қайси ишта Униңға итаәт қилмидиңлар» — шүбһисизки, уларниң көңлидики, йәни: «Худаниң сөзигә һеч итаәт қилмаймиз» дегән позитсийиси пәйғәмбәргә аян еди. 22 Әнди һазир шуни билип қоюңларки, силәр олтирақлишайли дәп баридиған җайда қилич, қәһәтчилик вә ваба билән өлисиләр».
 
 

42:1 «Һошаяниң оғли Йәзания» — бу «Йәзания» 40:8дә тилға елинған «Йәзания» болуши мүмкин.

42:6 Йәр. 7:23

42:10 Йәр. 24:6; 31:4; 33:7

42:18 Йәш. 65:15; Йәр. 7:20; 18:16; 19:8; 24:9; 25:9,18; 26:6; 29:18

42:20 «— Силәрниң мени Пәрвәрдигар Худайиңларниң йениға ... «Пәрвәрдигар Худайимизға...» дегүзгиниңлар өзүңларни алдап җениңларға замин болуштин ибарәт болди, халас» — айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси «Силәрниң мени Пәрвәрдигар Худайиңларниң йениға: «Пәрвәрдигар Худайимизға ... » дегүзүп әвәткиниңларда өзүңлар җениңларни алдап қойғансиләр, халас».

42:21 «Мән бүгүнки күндә силәргә Униң дегинини ейтип бәрдим; лекин ... Худайиңларниң авазиға вә яки Униң мени силәрниң йениңларға әвәткән һеч қайси ишта Униңға итаәт қилмидиңлар» — шүбһисизки, уларниң көңлидики, йәни: «Худаниң сөзигә һеч итаәт қилмаймиз» дегән позитсийиси пәйғәмбәргә аян еди.