Мошу «чиқип-қутқузуш» болса «Мисирдин чиқиш»тин нәччә һәссә улуқ, нәччә һәссә шәрәплик болиду. Кейин көримизки, Худа қутқузған хәлиқ пәқәт Мисирдин әмәс, бәлки пүткүл дуниядин чиқип қутқузулиду. Улар қорқунучлуқ дәшт-баявандин өтүшиниң орнида, өзлирини қарши алидиған, чимәнбаққа айландурулған зиминдин өтиду; йол һәммә адәм үчүн түз, оңушлуқ, раван һәм хәтәрсиз болиду. ■ Вәһ. 21:4
□35:1 «Дала ... улар үчүн хошал болиду» — Йәшая дәсләптә «улар»ниң ким екәнлигини демәйду. Билиш үчүн бешарәтни ахириғичә (9-айәткичә) оқуш керәк! (бу сөзләр «Рим.» 8:19-22 билән мунасивәтлик).
□35:2 «Ливанниң шан-шәриви, Кармәл вә Шарондики гөзәллик вә сүр...» — Ливан, Кармәл вә Шаронларниң алаһидиликлири жуқурида, 33-бап, 9-айәттики изаһатта тәсвирлиниду. «улар Пәрвәрдигарниң шан-шәривини... көриду» — «улар» — 1-айәттики изаһатқа қараң.
■35:5 Мат. 9:27; 11:5; 12:22; 20:30; 21:14; Юһ. 9:6
■35:6 Мат. 9:32; 11:5; 15:30; 21:14; Юһ. 5:8, 9; 7:38, 39; Рос. 3:2; 8:7; 14:8
□35:8 «Шу йәрдә егиз көтирилгән бир йол, түптүз бир йол болиду» — йолниң нәгә баридиғанлиғини демәйду; билиш үчүн 10-айәткичә оқуш керәк.
□35:9 «Ниҗат арқилиқ һөрлүккә чиққанлар» — болса ибраний тилида бирла сөз («гаал») билән ипадилиниду. Мошу сөзни толуқ чүшиниш үчүн 41:14-айәтниң изаһатини көрүң.
□35:10 «Пәрвәрдигарниң бәдәл төләп қутқузғанлири қайтип келиду... қайғу-һәсрәт һәм уһ-надамәтләр бәдәр қачиду» — бешарәттики вақиәләр Исраилниң Муса пәйғәмбәр арқилиқ қутқузулғанлиғиға охшайду; шундақла бу ишларни йеңи бир «Мисирдин чиқиш» дегили болиду. Оқурмәнләргә Тәвраттики «Мисирдин чиқиш» дегән қисимни оқуса, шу чағдики вақиәләрни мошулар билән тәпсилий һалда селиштуруш наһайити әһмийәтлик болиду. Мошу «чиқип-қутқузуш» болса «Мисирдин чиқиш»тин нәччә һәссә улуқ, нәччә һәссә шәрәплик болиду. Кейин көримизки, Худа қутқузған хәлиқ пәқәт Мисирдин әмәс, бәлки пүткүл дуниядин чиқип қутқузулиду. Улар қорқунучлуқ дәшт-баявандин өтүшиниң орнида, өзлирини қарши алидиған, чимәнбаққа айландурулған зиминдин өтиду; йол һәммә адәм үчүн түз, оңушлуқ, раван һәм хәтәрсиз болиду.