□9:2 «һәр бириси қолида битчит қилғучи қуралини тутқан...» — яки «һәр бириси қолида җәң тоқмиқини тутқан...».
□9:3 «Исраилниң Худасиниң шан-шәриви әсли турған керубтин көтирилип өйниң босуғисида турди» — «төрт мәхлуқ» болса «керуб»лардин ибарәттур (10-бапни көрүң). Бирақ мошу йәрдә ейтилған «керублар» бәлким муқәддәс ибадәтханидики «әң муқәддәс җай»да қоюлған икки «алтун керуб» шәклини көрситиду. Худаниң йоруқлуқ шан-шәриви шу йәрдә («әң муқәддәс җай»да, қелин бир пәрдә кәйнидә) Сулайман ибадәтханини қурғандин бери туруп кәлгән еди. Һазир Әзакиял көридуки, у һәм ибадәтханидин һәм Исраилниң өзидин айрилип кетиду.
□9:4 «... аһ-надамәт чәккән кишиләрниң пешанлиригә бир бәлгү салғин» — бу «бәлгү» (ибраний тилида «тав» дегән һәрип) қедимки заманларда крест яки чапрас (+) шәклидә еди.
□9:8 «Сән Йерусалимға қаритилған қәһриңни төккәндә Исраилниң барлиқ қалдисини һалак қиламсән?» — адәттә «Исраилниң қалдиси» дегән ибарә пүтүн хәлиқ арисида, Худаға садиқ болған Йәһудийларни көрситиду. Бирақ Әзакиял мошу йәрдә (Худаниң 9-10-айәттә болған җававиға қариғанда) бәлким Йәһудани көрситиду; «шималий падишалиқ», йәнә Исраилниң он икки қәбилисидин они Асурийә империйәси тәрипидин балдур мунқәриз қилинип сүргүн болди, пәқәт икки қәбилә, йәни «Йәһуда вә Бинямин» (җәнубий падишалиқ) қалди.