□8:1 «Аһ, апамниң көксини шориған инимдәк болсаң еди! Сени талада учритар болсам, сөйәттим, вә һеч ким мени кәмситмәйтти» — Пәләстиндә ача-укиниң өз ара амрақлиғини очуқ ипадилиши, сөйүши нормал әһвал. Ашиқ-мәшуқларниң шундақ қилиши әйиплик дәп қаралғачқа, Шуламит «Сулайманни инимдәк болсиди!» дәп тиләйду.
□8:2 «Сән маңа тәлим берәттиң» — Шуламит Сулайманниң даналиғидин ортақлашмақчи. Йерусалимдики ордида турғанда Сулайман алдираш болғачқа мошундақ пурсәт аз болатти. Аписиниң өйидә болса дәхлиләр аз болиду. Әрниң аялиға билим, даналиқни ашуруш пурситини яритиш мәсъулийити бар. «Сән маңа тәлим берәттиң» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Шу йәрдә апам маңа үгәткән». «Мән саңа тетитқу шарабидин ичкүзәттим; анарлиримниң шәрбитидин ичкүзәттим» — бәлким Шуламитниң аписи инисини емиткәндәк (1-айәт), Сулайманға әмчәк салғуси барлиғини билдүриду.
□8:4 «...силәр муһәббәтни ойғатмаңлар, қозғимаңлар!» — яки «...уни балдур ойғатқиниңлар, қозғиғиниңларниң немиси?!».
□8:5 Даладин чиқиватқан бу зади ким? Өз сөйүмлүгигә йөлинип?» — Шуламит әслий тойға барған йол билән қайтип келиду. Улар Йерусалимдин йериха шәһиридики йол билән чиқип Иордан дәрияси җилғисини бойлап чөл-баявандин өтүп Шунәмгә қайтиду. Чөл-баяванниң иссиғи билән у Сулайманға йөлинип маңиду. У шунчә өзгәргәнки, жуттикиләр уни тонумай қалиду. Шуңа бу сөзләр Шуламитниң жутидики қизларниң дегини болса керәк. «Мән алма дәриғи астида сени ойғатқан едим; әшу йәрдә апаң толғақ йәп сени дунияға чиқарған еди; әшу йәрдә сени туққучи толғақ йәп сени чиқарған еди» — бу сөзләрни Сулайман Шуламитқа ейтиду. Сулайман бәлким биринчи қетим (падичиниң қияпитидә) дәл мошу алма дәриғи астида Шуламитни ухлаватқан петидә учратқанлиғини әсләйду. Шу алма дәриғи дәл Шуламитниң аписи уни туққан җай еди. «Мән алма дәриғи астида сени ойғатқан едим» — Мошу «ойғитиш» һәм уйқидин ойғитишниму, муһәббәткә ойғитишниму көрсәтсә керәк. Сулайман билән Шуламит Шуламитниң һаяти башланған дәл шу җайда («алма дәриғи астида) өз ара төвәндики әһдә (6-айәт) билән бағлишиду.
□8:6 «Мени көңлүңгә мөһүрдәк, билигиңгә мөһүрдәк басқайсән..» — шәрһи: Падиша өз мөһүридин һеч қачан айрилмайду. Мөһүри болса адәттә алтун-гөһәрдин ясалған болуп, интайин қиммәтлик нәрсә еди. Һәр бир нәрсә үстигә мөһүр басқанниң мәнаси «бу мениңки» дегән болиду, әлвәттә. Шуламит өзиниң Сулаймандин һәргиз айрилмаслиғини халайду, өзини аләмгә: «мән Сулайманникидурмән» дәп испатлимақчи болиду. «муһәббәт... Яһниң дәһшәтлик бир ялқунидур!» — «Яһ» — «Яһвәһ», йәни Пәрвәрдигарниң наминиң қисқа шәкли.
□8:8 «(8-айәт) шәрһи» — Шуламит кичик сиңлиси үчүн әнсирәйду. У ятлиқ болғичә қандақ қилип уни пак сақлаш керәк? Мошу соал тоғрилиқ ойлиғанда бәлким өзиниң яшлиқ вақитлирини әсләйду.
□8:9 «(9-айәт) шәрһи» — мошу айәттә Шуламитниң икки акиси униң соалиға (8-айәт) җавап бериду. Уларниң сиңлиси өзини асрайдиған, номус қилидиған қиз болса («сепил болса»), ундақта акилири уни мукапатлайду. Бирақ әгәр у номусни сақлимайдиған, хәтәрлик йолға чиқмақчи болса («ишик болса»), акилири уни пәвқулъаддә қоғдайду.
□8:10 «10-айәт шәрһи» — Шуламит дәрвәқә «сепил» еди — башқиларниң езитқулуқлириға толуқ чидиғучилиғи бар еди, у пүтүнләй номуси билән өткән еди. Өзини пак сақлиғачқа у Сулайманниң әһдисини қобул қилишқа толиму тәйяр еди. У һазир бәлким икки акиси әсли өзигә жүргүзгән қаттиқ муамилиниң зөрүрлүгини көрүп йетиши мүмкин еди. У сайисиз үзүмзарда ишлигәндә «езиқтурулушниң еһтимали» аз еди; сайиси болған мевилик дәрәқлири арисида ишлигән болса, яман нийәтлик адәм тәрипидин езиқтурулуш еһтимали бар болатти.
□8:12 «11-12-айәт шәрһи» — 11-12-айәт: бу айәтләрдә Шуламит өзиниң Сулайманға толуқ мәнсуп екәнлигини тәкитләйду. У өзини Сулайманға беғишлиған бир үзүмзарға охшитиду. Сулайманниң барлиқ үзүмзарлирини баққучилар өзигә тегишлик инъамға еришиду, әлвәттә. Шуниңға охшаш Шуламит һазир Сулаймандин икки акиси үчүн тегишлик инъам беришини сорайду. Чүнки улар уни номусчан қилип той қилғичә униңдин хәвәр елип кәлгән еди. 12-айәт: «Өзүмниң үзүмзарим мана мениң алдимда туриду» дегән сөзләр Шуламитниң өз шәхсини Сулайманға беғишлиғини пүтүнләй ихтиярән, пүтүнләй әркинлик билән болди, дәп ипадиләйду һәм тәкитләйду. Әркинлик мана муһәббәтниң айрилмас бир қисмидур.
□8:13 «13-айәт шәрһи» — Шуламитниң кона достлири (һәмраһлар) бәлким униңдин нахша ейтишни тәләп қилиду. Сулайманниңму аңлиғуси келиду. Шуламит нахша ейтип сиртқа чиқип, Сулайманни төвәндикидәк чақириду.
□8:14 «Тетитқулар тағлири үстидә жүгүрүп!» — яки «Йетитқу өсүмлүк тағлири үстидә жүгүрүп!».