4
Боазниң Рутни никаһиға елиши, һәмҗәмәт-ниҗаткарлиқ бурчини ада қилиши
Боаз шәһәр дәрвазисиға чиқип, шу йәрдә олтарди. Мана, у вақитта Боаз ейтқан һелиқи һәмҗәмәтлик һоқуқиға егә киши келивататти. Боаз униңға: — Әй бурадәр, келип бу йәрдә олтарғин, девиди, у келип олтарди. «Әй бурадәр!» - ибраний тилида «Әй, паланчи-покунчи!» дейилиду. Бу адәм бәлким Рут вә Наомиға қарита һәмҗәмәтлик бурчини өз үстигә елишни рәт қилғачқа, у бу баянда намсиз қалған болса керәк.
Андин Боаз шәһәрниң ақсақаллиридин он адәмни чақирип, уларғиму: — Бу йәрдә олтириңлар, деди. Улар олтарғанда у һәмҗәмәтлик һоқуқиға егә кишигә: — Моабниң сәһрасидин йенип кәлгән Наоми қериндишимиз Әлимәләккә тәвә шу зиминни сатмақчи болуватиду. Шуңа мән мошу ишни саңа хәвәрләндүрмәкчи едим, шундақла мошу йәрдә олтарғанларниң алдида вә хәлқимниң ақсақаллириниң алдида «Буни сетивалғин» демәкчимән. Сән әгәр һәмҗәмәтлик һоқуқиға асасән алай десәң, алғин; һәмҗәмәтлик қилмай, алмаймән десәң, маңа ейтқин, мән буни биләй; чүнки сәндин авал башқисиниң һәмҗәмәтлик һоқуқи болмайду; андин сәндин кейин мениң һоқуқум бар, деди.
У киши: — Һәмҗәмәтлик қилип уни алимән, деди.
Һәмҗәмәт киши: — Ундақ болса һәмҗәмәтлик һоқуқумни ишлитип етизни алсам болмиғидәк; алсам өз мирасимға зиян йәткүзгидәкмән. Һәмҗәмәтлик һоқуқини сән өзүң ишлитип, йәрни сетивалғин; мән ишлитәлмәймән, деди. «мән шу һоқуқни ишлитәлмәймән» - бу киши бәлким: «Әгәр Руттин пәрзәнт көрсәм, улар мениң балилирим һесапланмайду; һалбуки, улар башқа аялимдин болған пәрзәнтлирим билән тәң мениң мирасимға варис болуши мүмкин, шуниң билән өз пәрзәнтлирим еришидиған мирасиниң үлүши әслидикидин азлап кетиду» дәп ойлиса керәк; шуңа у «алмаймән» дегән қарарға кәлгән.
Қедимки вақитларда Исраилда һәмҗәмәтлик һоқуқиға яки алмаштуруш-тегишиш ишиға мунасивәтлик мундақ бир рәсим-қаидә бар еди: — ишни кәсмәк үчүн бир тәрәп өз кәшини селип, иккинчи тәрәпкә берәтти. Исраилда сода-сетиқни бекитиштә мана мошундақ бир усул бар еди. Қан. 25:7 Шуңа һәмҗәмәт һоқуқиға егә киши Боазға: — Сән уни алғин, дәп, өз кәшини селивәтти. «Өз кешини селивәтти» - бу кәшни Боаз елип кетиду. У мәзкур сода-сетиққа испат болиду. Кәш бәлким бир парчә йәрниң тәвәлигигә символ болуши мүмкин еди («Қан.» 11:24 вә 25:7-10ни көрүң). Боаз ақсақалларға вә көпчиликкә: — Силәр бүгүн мениң Әлимәләк кә тәвә болған һәммини, шундақла Килйон билән Маһлонға тәвә болған һәммини Наоминиң қолидин алғинимға гувадурсиләр. 10 Униң үстигә мәрһумниң нами қериндашлири арисидин вә шәһириниң дәрвазисидин өчүрүлмәслиги үчүн мәрһумниң мирасиға униң нами болған бирәр әвлади қалдурулсун үчүн Маһлонниң аяли, Моаб қизи Рутни хотунлуққа алдим. Силәр бүгүн буниңға гувадурсиләр, деди. «Шәһәрниң дәрвазиси» - оқурмәнләрниң есидә барки, «шәһәрниң дәрвазиси» қедимки заманларда ақсақаллар вә мөтивәрләр олтиридиған җай еди.  


Боаз Рутни өз әмригә илиши арқилиқ йәрни қайтуруп сетивалиду
11 Дәрвазида турған һәммә хәлиқ билән ақсақаллар: — Биз гувадурмиз. Пәрвәрдигар сениң өйүңгә киргән аялни Исраилниң җәмәтини бәрпа қилған Раһилә билән Леяһ иккисидәк қилғай; сән өзүң Әфратаһ җәмәти ичидә баяшат болуп, Бәйт-Ләһәмдә нам-иззитиң зиядә болғай; «Раһилә вә Леяһ» - Яқупниң икки аяли болуп, көп пәрзәнт көргән.   Яр. 29:32-35; 30:1-25; 35:17, 18 12 Пәрвәрдигар саңа бу яш чокандин тапқузидиған нәслиң түпәйлидин сениң җәмәтиң Тамар Йәһудаға туғуп бәргән Пәрәзниң җәмәтидәк болғай! — деди. Яр. 38:29; 1Тар. 2:4; Мат. 1:3
 
Падиша Давут Боаз билән Рутниң әвладидур
13 Андин Боаз Рутни әмригә елип, униңға йеқинлиқ қилди. Пәрвәрдигар униңға шапаәт қилип, у һамилдар болуп бир оғул туғди. 14 Қиз-аяллар Наомиға: — Исраилниң арисида саңа һәмҗәмәт-ниҗаткар нәслини үзүп қоймиған Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун! Шу нәслиңниң нами Исраилда иззәт-абройлуқ болғай! «һәмҗәмәт-ниҗаткар» - шу «һәмҗәмәт-ниҗаткар» болса туғулған бала өзидур. 15-айәтни көрүң. 15  У саңа җениңни йеңилиғучи һәм қериғиниңда сени әзизлиғучи болиду; чүнки сени сөйидиған, саңа йәттә оғулдин әвзәл болған келиниң уни туғди, — деди. 16  Наоми балини елип, бағриға басти вә униңға баққучи ана болди. «баққучи ана» — бәлким қанун җәһәттин балиниң атақ аниси болғанлиғини көрситиши мүмкин. 17 Униңға хошна болған аяллар «Наомиға бир бала туғулди» дәп, униңға исим қойди. Улар униңға «Обәд» дәп ат қойди. У Йәссәниң атиси болди, Йәссә Давутниң атиси болди. «Обәд» — «қул», «хизмәткар» дегән мәнидә. «Давут» — Давут падиша, Давут пәйғәмбәр.
 
Давут падиша, йәни Давут пәйғәмбәрниң нәсәбнамиси
18 Пәрәзниң нәсәбнамиси төвәндикидәктур: — Пәрәздин Һәзрон төрәлди, 1Тар. 2:5; Мат. 1:3 19 Һәзрондин Рам төрәлди, Рамдин Амминадаб төрәлди, 20 Амминадабтин Наһшон төрәлди, Наһшондин Салмон төрәлди, 21 Салмондин Боаз төрәлди, Боаздин Обәд төрәлди, 22 Обәдтин Йәссә төрәлди вә Йәссәдин Давут төрәлди.

4:1 «Әй бурадәр!» - ибраний тилида «Әй, паланчи-покунчи!» дейилиду. Бу адәм бәлким Рут вә Наомиға қарита һәмҗәмәтлик бурчини өз үстигә елишни рәт қилғачқа, у бу баянда намсиз қалған болса керәк.

4:6 «мән шу һоқуқни ишлитәлмәймән» - бу киши бәлким: «Әгәр Руттин пәрзәнт көрсәм, улар мениң балилирим һесапланмайду; һалбуки, улар башқа аялимдин болған пәрзәнтлирим билән тәң мениң мирасимға варис болуши мүмкин, шуниң билән өз пәрзәнтлирим еришидиған мирасиниң үлүши әслидикидин азлап кетиду» дәп ойлиса керәк; шуңа у «алмаймән» дегән қарарға кәлгән.

4:7 Қан. 25:7

4:8 «Өз кешини селивәтти» - бу кәшни Боаз елип кетиду. У мәзкур сода-сетиққа испат болиду. Кәш бәлким бир парчә йәрниң тәвәлигигә символ болуши мүмкин еди («Қан.» 11:24 вә 25:7-10ни көрүң).

4:10 «Шәһәрниң дәрвазиси» - оқурмәнләрниң есидә барки, «шәһәрниң дәрвазиси» қедимки заманларда ақсақаллар вә мөтивәрләр олтиридиған җай еди.

4:11 «Раһилә вә Леяһ» - Яқупниң икки аяли болуп, көп пәрзәнт көргән.

4:11 Яр. 29:32-35; 30:1-25; 35:17, 18

4:12 Яр. 38:29; 1Тар. 2:4; Мат. 1:3

4:14 «һәмҗәмәт-ниҗаткар» - шу «һәмҗәмәт-ниҗаткар» болса туғулған бала өзидур. 15-айәтни көрүң.

4:16 «баққучи ана» — бәлким қанун җәһәттин балиниң атақ аниси болғанлиғини көрситиши мүмкин.

4:17 «Обәд» — «қул», «хизмәткар» дегән мәнидә. «Давут» — Давут падиша, Давут пәйғәмбәр.

4:18 1Тар. 2:5; Мат. 1:3