128
128-күй •••• Узун давам қилған җапа-мушәққәтни әсләш
«Жуқириға чиқиш нахшиси»
 
«Яшлиғимдин тартип улар көп қетим мени хар қилип кәлди» —
— Аһ, Исраил һазир буни десун —
«Улар яшлиғимдин тартип көп қетим мени хар қилип кәлди,
Бирақ үстүмдин ғәлибә қилған әмәс.
Қош һайдиғучилар дүмбәмдә һайдиған,
Чөнәклирини интайин узун тартқан».
Пәрвәрдигар һәққанийдур;
У рәзилләрниң асарәтлирини сундурувәтти;
Улар шәрмәндә болуп арқисиға яндурулсун,
Зиондин нәпрәтлинидиғанларниң һәммиси!
Улар өгүздә үнүп чиққан чөптәк болсун;
Үзүлмәй турупла солишип кетидиған; Аюп 8:12; 40:10
От-чөп ориғучиға униңдин бир тутамму чиқмайду;
Бағ бағлиғучиға бир қучақму чиқмайду;
Өтүп кетиватқанларму: «Пәрвәрдигарниң бәрикити үстүңларда болғай;
Пәрвәрдигарниң нами билән силәргә бәхит тиләймиз!» — дегән саламни һеч бәрмәйду. «Өтүп кетиватқанларму: «Пәрвәрдигарниң бәрикити үстүңларда болғай; Пәрвәрдигарниң нами билән силәргә бәхит тиләймиз!» — дегән саламни һеч бәрмәйду.» — демәк, мошу күйдики 4- һәм 5-айәтниң мәнаси: Рәзил кишиләрдин һеч һосул болмайду, улардин һеч яхшилиқ яки бәхит-хошаллиқ кәлмәйду яки уларниң бешиға чүшмәйду.
 
 

128:6 Аюп 8:12; 40:10

128:8 «Өтүп кетиватқанларму: «Пәрвәрдигарниң бәрикити үстүңларда болғай; Пәрвәрдигарниң нами билән силәргә бәхит тиләймиз!» — дегән саламни һеч бәрмәйду.» — демәк, мошу күйдики 4- һәм 5-айәтниң мәнаси: Рәзил кишиләрдин һеч һосул болмайду, улардин һеч яхшилиқ яки бәхит-хошаллиқ кәлмәйду яки уларниң бешиға чүшмәйду.