50
50-күй •••• Еғир гуна үчүн кәчүрүм тиләш дуаси
1-3 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй. Бу күй Натан пәйғәмбәр униң йениға келип, уни Бат-Шеба билән болған зинахорлуғи тоғрилиқ әйиплигәндин кейин йезилған: —
Өзгәрмәс муһәббитиң билән, и Худа, маңа меһри-шәпқәт көрсәткәйсән!
Рәһимдиллиқлириңниң көплүги билән асийлиқлиримни өчүрүвәткәйсән!□ «Бу күй Натан пәйғәмбәр униң йениға келип, уни Бат-Шеба билән болған зинахорлуғи тоғрилиқ әйиплигәндин кейин йезилған» — бу ишлар Тәврат, «2Сам.» 11-12-бапта хатириләнгән. ■ 2Сам. 11:4; 12:1
4 Мени қәбиһлигимдин йилтизимғичә ювәткәйсән,
Гунайимдин мени тазилиғайсән.
5 Чүнки мән асийлиқлиримни тонуп иқрар қилдим;
Гунайим һемишә көз алдимда туриду.
6 Сениң алдиңда, пәқәт Сениң алдиңдила гуна өткүзүп,
Нәзириңдә рәзил болған ишни садир қилдим;
Шу вәҗидин, Сән мени әйипләп сөзлисәң, адиллиғиң испатлиниду;
Мени сорақ қилғиниңда, Өзүңниң паклиғи испатлиниду.
7 Мана, мән туғулғинимдила, яманлиқта едим,
Анамниң қарнида пәйда болғинимдила мән гунада болдум.
8 Бәрһәқ, Сән адәмләрниң чин қәлбидин сәмимийлик тәләп қилисән;
Ичимдики йошурун җайлиримда Сән маңа даналиқни билдүрисән.
9 Мени гуналиримдин зофа билән тазилиғайсән,
Һәм мән пак болимән;
Мени пакпакиз жуйғайсән, мән қардинму ақ болимән.□ «Мени гуналиримдин зофа билән тазилиғайсән» — «зофа» (йәни лепәкгүл) тоғрилиқ: бәзи «гунани жуйғучи қурбанлиқ (гуна қурбанлиғи)»ларда қурбанлиқниң қенини яки униң билән мунасивәтлик пакизлаш сүйини гунакар адәмниң тенигә сепиш үчүн зофа ишлитиләтти. ■ Лав. 14:4, 6; Чөл. 19:6,18
10 Маңа шат-хурам авазларни аңлатқайсән;
Шуниң билән Сән әзгән устиханлирим йәнә шатлиниду.
11 Гуналиримдин чирайиңни йошуруп,
Яманлиқлиримни өчүривәткәйсән.
12 Мәндә пак қәлб яратқайсән, и Худа;
Вуҗумдики садиқ роһумни йеңилиғайсән.
13 Мени һозуруңдин чиқиривәтмигәйсән;
Мениңдин Муқәддәс Роһуңни қайтурувалмиғайсән.
14 Аһ, ниҗатлиғиңдики шатлиқни маңа йеңибаштин һес қилдурғайсән;
Итаәтмән роһ арқилиқ мени йөлигәйсән.□ «Итаәтмән Роһ арқилиқ мени йөлигәйсән» — «Итаәтмән роһ» Худаниң Муқәддәс Роһи униң роһида итаәтмәнликни һасил қилиду, шуниң билән униң роһи ««итаәтмән бир роһ» болиду.
15 Буниң билән мән итаәтсизләргә йоллириңни үгитәй,
Вә гунакарлар йениңға қайтиду.
16 Қан төкүш гунайидин мени қутулдурғайсән,
И Худа, маңа ниҗатлиқ бәргүчи Худа,
Шуниң билән тилим һәққанийлиғиңни яңритип күйләйду.
17 И Рәббим, ләвлиримни ачқайсән,
Ағзим мәдһийилириңни баян қилиду.
18 Чүнки Сән қурбанлиқни хуш көрмәйсән;
Болмиса сунар едим;
Көйдүрмә қурбанлиқлардинму хурсәнлик тапмайсән.
19 Худа қобул қилидиған қурбанлиқлар сунуқ бир роһтур;
Сунуқ вә езилгән қәлбни Сән кәмситмәйсән, и Худа;
20 Шапаитиң билән Зионға меһриванлиқни көрсәткәйсән;
Йерусалимниң сепиллирини йеңибаштин бена қилғайсән!
21 У чағда Сән һәққанийлиқтин болған қурбанлиқлардин, көйдүрмә қурбанлиқлардин,
Пүтүнләй көйдүрүлгән көйдүрмә қурбанлиқлардин хурсәнлик таписән;
У чағда адәмләр қурбангаһиңға буқа-өкүзләрни тәқдим қилишиду.
□50:1-3 «Бу күй Натан пәйғәмбәр униң йениға келип, уни Бат-Шеба билән болған зинахорлуғи тоғрилиқ әйиплигәндин кейин йезилған» — бу ишлар Тәврат, «2Сам.» 11-12-бапта хатириләнгән.
□50:9 «Мени гуналиримдин зофа билән тазилиғайсән» — «зофа» (йәни лепәкгүл) тоғрилиқ: бәзи «гунани жуйғучи қурбанлиқ (гуна қурбанлиғи)»ларда қурбанлиқниң қенини яки униң билән мунасивәтлик пакизлаш сүйини гунакар адәмниң тенигә сепиш үчүн зофа ишлитиләтти.
■50:9 Лав. 14:4, 6; Чөл. 19:6,18
□50:14 «Итаәтмән Роһ арқилиқ мени йөлигәйсән» — «Итаәтмән роһ» Худаниң Муқәддәс Роһи униң роһида итаәтмәнликни һасил қилиду, шуниң билән униң роһи ««итаәтмән бир роһ» болиду.