□8:2 «мохо кесили бар болған бир киши» — мохо кесили бир хил қорқунучлуқ, жуқумлуқ терә кесили болуп, Тәврат қануни бойичә Йәһудийлар бу хил кесәлгә гириптар болғанларни «напак» дәп һесаплап, уларға тәгмәслиги керәк еди («Лав.» 13-14-баплар). «Тәхсир» — грек тилида бу сөз «куриос» дәп атилиду. У алди-кәйнидики сөзләргә қарап яки «Тәхсир» яки «Рәб»ни билдүриду. Мошу йәрдә мохо кесилигә гириптар адәм Әйсаниң ким екәнлигини техи анчә билмигәчкә, «Тәхсир» дәп тәрҗимә қилишимиз керәк.
□8:4 «удул берип каһинға өзүңни көрситип, уларда бир гувалиқ болуш үчүн, Муса бу ишта әмир қилған һәдийә-қурбанлиқни сунғин» — Тәврат қануни бойичә бириси мохо кесилидин сақайған болса, муқәддәс ибадәтханидики мәсъул каһинниң алдиға берип өзини «сақ, яки сақ әмәс» дәп тәкшүртүп қурбанлиқ қилиши керәк еди; андин қайтидин җәмийәт билән арилишалайтти. («Лав.» ,13:9, 14:11-13, «Луқа» 5:14ни көрүң). Демисәкму, Мәсиһ кәлгичә бундақ мурасим бир қетимму өткүзүлүп бақмиған.
■8:4 Лав. 13:2; 14:2; Луқа 5:14.
□8:9 «мәнму башқа бирисиниң һоқуқи астидики адәммән...» — «мәнму» дегән сөзгә диққәт қилишимиз керәк. Демәк, йүз беши Рим императориниң һоқуқи астида туруп өз һоқуқи билән әскәрлиригә буйруқ берәләйтти; Әйса аләм егисиниң һоһуқи астида туруп униң һоқуқи билән аләмниң ишлирини буйруйдиған адәм еди.
□8:12 «күнчиқиш вә күнпетиштин кәлгәнләр ...» — (11-айәт) Йәһудий әмәсләрни, йәни ят әлилкләрни көрситиду. «Падишаһлиқниң өз пәрзәнтлири» болса, әсли Худаниң падишалиғиға мирасхор болуш керәк болған Йәһудийларниң өзлирини көрситиду.
■8:12 Мат. 13:42; 21:43; 22:13; 24:51; Луқа 13:28.
□8:20 «Инсаноғлиниң бешини қойғидәк йериму йоқ» — Тәвратта «Инсаноғли» дегән ибарә алдин-ала ейтилған, дунияни қутқузушқа келидиған «Мәсиһ»ни көрсәткән еди (мәсилән, «Дан.» 7:13-14). Тәврат-Зәбур бойичә бу әвәтилгүчиниң Худаниң күч-қудрити вә шан-шәриви билән әрштин чүшүп, пүткүл инсанларни мәңгү башқуридиғанлиғи алдин-ала ейтилған. Униңдин муһими, бизниңчә, Әйса Мәсиһниң бу намни өзи һәққидә көп ишлитиши өзиниң толуқ инсан екәнлигини, инсанийәт билән бир екәнлигини тәкитләш үчүн еди. Чүнки әрш тәрипидин ейтқанда әҗайип иш шуки, гәрчә у әзәлдин Худаниң Оғли болған болсиму, у һазир йәнә «Инсанниң оғли»му еди. «Тәбирләр»ниму көрүң.
□8:21 «Рәб, мениң авал берип атамни йәрликкә қоюшумға иҗазәт бәргәйсән» — бу кишиниң атиси бәлким техи дуниядин кәтмигән еди. Шуниң билән бәзиләр: «Авал берип атам өлүп уни йәрликкә қойғичә күтүшүмгә йол қойғайсән» дәп тәрҗимә қилиду.
□8:22 «Өлүкләр өз өлүклирини йәрликкә қойсун» — «өлүкләр» мошу йәрдә шүбһисизки, гуналиридин қутқузулмиғанлиғи түпәйлидин «роһи өлгәнләр»ни көрситиду.
■8:26 Аюп 26:12; Зәб. 106:29; Йәш. 51:10.
□8:28 «Гадаралиқлар» — яки «Герасалиқлар» («Луқа» 8:36ни көрүң). «җин чаплашқан икки киши гөрлиридин чиқип униңға алдиға кәлди» — «гөрләрдин» — Қанаанда (Пәләстиндә) көп гөрләр өңкүрләрдин ясилиду.