Елифаз 22-бап, 29-айәттә «Худа чирайи сунғанларни қутқузиду» дегән еди. Аюп йәнә бу йәрдә Елифаз ейтқан «Шикайәт (әрз)» дегән сөзини қәстән ишлитип өзини «чирайи сунғанлардин» әмәслигини көрсәтмәкчи болған болуши мүмкин.
Шүбһисизки, Аюпниң бундақ дегини йәнила униң етиқатиниң әң парлақ баянлиридин бири һесаплиниду. Биз йәнила униңға қайил болмай туралмаймиз.
□23:2 «Бүгүнму шикайитим аччиқтур» — бу айәттики «бүгүн» дегән сөз Аюпниң достлири билән болған муназирилириниң бир нәччә күн давамлашқанлиғиға испат болиду. Елифаз 22-бап, 29-айәттә «Худа чирайи сунғанларни қутқузиду» дегән еди. Аюп йәнә бу йәрдә Елифаз ейтқан «Шикайәт (әрз)» дегән сөзини қәстән ишлитип өзини «чирайи сунғанлардин» әмәслигини көрсәтмәкчи болған болуши мүмкин.
□23:8 «Әпсус, мән алға қарап маңсамму, лекин У у йәрдә йоқ; кәйнимгә янсамму, Униң сайисиниму көрәлмәймән» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «Бирақ мән шәриққә маңимән, лекин У у йәрдә йоқ; ғәрипкә янсамму, Униң сайисиниму көрәлмәймән».
□23:9 «У сол тәрәптә ... У оң тәрәптә йошурунғанда, мән Уни көрәлмәймән» — Аюп өз әһвалидин Худаниң яхшилиқлиридин һеч қандақ испат көрәлмәйду вә Худаниң һазир униңға нисбәтән немини қиливатқанлиғини һеч билмәйду.
□23:10 «Бирақ У мениң маңидиған йолумни билип туриду» — бу айәтниң биринчи қисминиң йәнә бир хил тәрҗимиси: «У (Худа) Өзиниң маңа болған йолини билиду». Шүбһисизки, Аюпниң бундақ дегини йәнила униң етиқатиниң әң парлақ баянлиридин бири һесаплиниду. Биз йәнила униңға қайил болмай туралмаймиз.
□23:12 «...Униң ағзидики сөзләрни өз көңүлдикилиримдин қиммәтлик билип...» — яки «...Униң ағзидики сөзләрни өз нәпсимдин қиммәтлик билип...».
■23:13 Зәб. 32:9; 113:11; 134:6
□23:15 «Буларни , йәни 14-айәттики «мошу хилдики ишлар»ни ойлисамла, мән Униңдин қорқуп кетимән» — Аюп әнди немишкә Худа алдида беарам болуп, өз ишлирини ойлиса қорқуп кетиду? 14-айәттә у Худа униң үчүн бекитилгән ишлар (йәни униң һазир тартиватқан азап-оқубәтләр) тоғрисида сөз қилғандин кейин, у: «Униңда нурғунлиған мошундақ ишлар бардур» дәйду — демәк, у: «Мениң һазирғичә тартқан азаплиримдин йәнә нурғун «мошундақ ишлар» алдимда бармекин?» дәп интайин қийнилиду.
□23:17 «Һалбуки, мән қараңғулуқ ичидә уҗуқтурулмидим, вә яки йүзүмни оривалған зулмәт-қараңғулуққиму һеч сүкүт қилмидим» — бу айәтниң әсли тәкистини чүшиниш сәл тәс. Йәнә бир хил тәрҗимиси: «Чүнки мән қараңғулуқ чүшкәндә җандин үзүлмигиним билән, У мениң йүзүмни зулмәт-қараңғулуқтин қоғдап қутқузмиған».