Бу айәт йәнә мундақму тәрҗимә қилиниду, йәни: «Гелимни сиққучи болса бойнумни, өлүм болса сүйәклиримни таллиди».
□7:3 «Мана беһудә айлар маңа бекитилгән,...» — бу җүмлә Аюпниң азави әшу күнгичә бәлким бир нәччә ай узартилғанлиғини көрситиду. Униң достлириниң Аюпниң қешиға кәлгичә қилған сәпири узун болған болса керәк.
□7:5 «Әтлирим қурутлар һәм топа-чаңлар билән...» — яки «Әтлирим қурутлар һәм қақач-чақалар билән...».
□7:6 «Күнлирим бапкарниң мокисидинму иштик өтиду» — бапкарниң мокиси интайин тез, тохтимай һәрикәт қилиду. «Улар үмүтсизлик билән...» — ибраний тилида «үмүтсизлик» вә «жип» аһаңдаш сөз. Аюп мошу айәттә өз һаятини тоқулидиған гиләмгә охшитип, «жип тохтап қалғидәк» демәкчи.
■7:7 Аюп 8:9; 10:9; 14:1, 2, 3; 16:22; Зәб. 89:6-10; 101:12; 102:15; 143:4; Йәш. 40:6; Яқ. 4:14; 1Пет. 1:24
□7:8 «Сән нәзириңни үстүмгә чүшүргиниңдә, мән йоқалған болимән» — бу 7-8-айәттә, 21-айәткә охшаш, Аюп «И Худа, Сән балдур маңа рәһим қилмисаң, кечигип қалисән!» дегәндәк қилатти.
□7:9 «Тәһтисара» — мошу йәрдә «тәһтисара» (ибраний тилида «шеол») дегән йәр «йәр астидики сарай» (йәни, «тәкт сарай»), өлгәнләрниң роһлири барған җайни көрситиду. Ениқ туруптики, Аюпниң бу сөзләрни ейтқанда гөрдин тирилдүрүлүш тоғрисида хәвири көп әмәс еди.
□7:12 «Немишкә Сән үстүмдин күзәт қилисән?» — Аюп: «Мән аләмниң аманлиғиға бир хил хәвп йәткүзәмдим-я?» дәп Худадин соримақчи охшайду.
□7:15 «... боғулушумни, өлүмни, бу сүйәклиримгә қарап олтириштин артуқ билимән» — Аюпниң кесили, бәлким, боғнуқуш кесили (дәм сиқилиш кесили) болуши мүмкин. Бу айәт йәнә мундақму тәрҗимә қилиниду, йәни: «Гелимни сиққучи болса бойнумни, өлүм болса сүйәклиримни таллиди».
□7:16 «Мениң күнлирим беһудидур» — яки «Мениң күнлирим бир нәпәс, халас!».
■7:17 Зәб. 8:5; 143:3; Ибр. 2:6
□7:21 «...сән мени издәп келисән, лекин мән мәвҗут болмаймән» — 7-бап, 7-8-айәт үчүн берилгән изаһатниму көрүң. Мошу йәрдә, Аюпниң ичидики етиқат һәм гуманниң бир-биригә болған күриши көрүниду. Аюп бир тәрәптин Худани дүшминимдәк иш қилди, лекин йәнә бир тәрәптин У кәлгүсидә Өз достини издигәндәк мени издәп келиду, бирақ тапалмайду, дәйду.