□3:1 ««Шиггаон» аһаңида: —» — «Шиггаон» бәлким «долқунлуқ», «отлуқ», «ашиқлиқ билән» дегән мәнидә болуп, бу сөз күйниң ейтилидиған аһаңини билдүриду.
□3:2 «Пәрвәрдигар, мән хәвириңни аңлидим,...» — яки «Пәрвәрдигар, мән Сәндин хәвәрни аңлидим,...». «...жиллар арисида ишиңни тонутқайсән, дәрғәзәптә болғиниңда рәһимдиллиқни есиңгә кәлтүргәйсән!» — «жиллар арисида» тоғрилиқ: — Һабаккук Худа ахирқи заманда Өз улуқлуғини көрситип Исраилни гунадин қутқузиду, дәп билди. Бирақ һазир «ахирқи заман» әмәс; әнди һазир, «жиллар арисида»му Худа Өз күч-қудритини көрсәткәй!
□3:3 «Тәңри Темандин, Пак-Муқәддәс Болғучи Паран теғидин кәлди» — «Теман» вә «Паран» Қанаан (Пәләстин) зимининиң шәрқий җәнубида, һазирқи «Иорданийә» зиминиға җайлашқан икки район. Бу йәрдә (йәни Синай теғида) Муса пәйғәмбәр «муқәддәс қанун»ни қобул қилди, андин Исраиллар Худаниң йетәкчилиги билән Пәләстингә қарап йол алди. Бу сөзләргә һәм башқа пәйғәмбәрләрниң язмилириға қариғанда, Қутқузғучи Мәсиһ Әйса йәр йүзигә қайтип кәлгәндиму авал шу йәргә чүшүп, андин Исраилни қутқузуш үчүн Қанаанға (Пәләстингә) қарап келиду. «Селаһ!» — «Селаһ» дегән сөз бәлким күй чалған вақтида музикидики бир «пауза»ни көрситиши мүмкин; шуниң билән униң: — «тохта, ойлан!» дегән имаси болуши мүмкин.
□3:4 «Униң пақирақлиғи таң нуридәк болди» — яки «Униң пақирақлиғи чақмақтәк болди».
□3:5 «Униң ... путлиридин чоғдәк ялқун чиқмақта еди» — яки, «Униң ... путлиридин пижғирин қизитма чиқмақта еди».
□3:6 «У туруп йәр йүзини мөлчәрлиди» — яки «У йәр йүзини силкип қойди». ««әбәдий дөң-егизликләр» егилдүрүлди» — яки ««әбәдий дөң-егизликләр» ғулитилди». ««Мәңгү тағлар» парә-парә қилинди, «әбәдий дөң-егизликләр» егилдүрүлди, униң йоллири болса әбәдийдур» — тағлар һәм дөңләр «әбәдий» турғандәк болсиму, пәқәт тирик Худа Өзи «әбәдийдур». Башқа икки хил тәрҗимиси: (1) «Униң чиқишлири әбәдтин буян болған» (2) «У қедимки (әбәдий) йолларда маңиду».
□3:7 «Мән Кушан қәбилисиниң чедирлири.., Мидиян зиминидики пәрдиләр...» — «Кушан» вә «Мидиян» дегән икки әл 3-айәттики «Теман» вә «Паран» дегән районларда еди. Улар Исраилниң Қанаанни (Пәләстинни) ишғал қилишиға биринчи қарши чиққан әлләрдин еди («Батур һакимлар» 3- һәм 7-бапларни көрүң).
□3:8 «Пәрвәрдигар дәрияларға аччиқландимекин? Сениң ғәзивиң дәрияларға қаритилдимекин? Қәһриң деңизға қаритилдимекин? Атлириңға, ниҗат-қутқузушни епкелидиған җәң һарвулириңға минип кәлгәнғусән!» — Бабил вә Месопотамийидики бутпәрәслик әпсанилири бойичә, деңиз вә дәриялар уларниң күчлүк бутлири яки җин-шәйтанлири туридиған «қорған»лири еди. Бу айәт бойичә Худаниң Өзиниң күч-қудрити һәммә бут вә җин-шәйтанлардин зор үстүн көрситилиду.
□3:9 «Сениң оқяйиң... сөзүң бойичә, Исраил қәбилилиригә ичкән қәсәмлириң үчүн аян қилинди!» — башқа икки хил тәрҗимиси: — «Сениң оқяйиң... Сениң сөзүңгә таянған қәбилиләргә ичкән қәсәмлириң бойичә аян қилинди!», яки: «Сән оқяйиңни аян қилдиң, нурғун оқларниң елип кетилишини буйрудуң».
□3:13 «Сән Өз Мәсиһиң билән биллә ниҗат-қутқузуш үчүн чиқтиң» — «Мәсиһиң» яки «Мәсиһ қилғиниң» — Худаниң йолйоруғи бойичә, Исраилға йеңи бир падиша бекитиш үчүн униң бешиға зәйтин мейи сүрүлүш керәк еди. Мошу мурасим «мәсиһ қилиниш» дәп вә шу чағдин башлап мошу падиша «Худаниң мәсиһ қилғини» дәп атилатти. Худа Давут падишаниң бир әвладини «мәсиһ қилимән», бу «Қутқузғучи-Мәсиһ» Исраилни һәм барлиқ дунияни гуналиридин қутқузиду, дәп вәдә қилған. Бизниңчә мошу айәттә бу «Қутқузғучи-Мәсиһ» көрситилиду. «Сән Өз Мәсиһиң билән биллә ниҗат-қутқузуш үчүн чиқтиң» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән Өз Мәсиһиңни қутқузуш үчүн чиқтиң». «... Улини бойниғичә ечип ташлап, ...» — яки «уни (шу җәмәтни) улидин өгүзигичә ечип ташлап,...». Бәзи алимлар: «Рәзилниң беши» дегән сөз ахири замандики Худаға қарши чиққан, Шәйтанниң вәкили болған «дәҗҗал»ни көрситиду, дәп қарайду. Биз қошулимиз.
□3:14 «Сән униң нәйзилири билән сәрдарлириниң бешиға санҗидиң» — «униң» — «рәзилниң җәмәтиниң бешиниң...» (13-айәт); бәлким дәҗҗални көрситиши мүмкин. «Улар дәһшәтлик қара қуюндәк мени тарқитиветишкә чиқти» — «мени» — Исраил сөзләйду. Мошу айәттики сөзләр ахирқи замандики Исраил хәлқиниң ейтқанлири болса керәк.
□3:15 «Сән атлириң билән деңиздин, йәни дога-дога қилинған улуқ сулардин өтүп маңдиң!» — Муса пәйғәмбәр Исраилни Мисирдин чиқирип йетәклигәндә, улар Қизил Деңиздин өткән. Деңиздики сулар уларға йол ечип икки тәрипидә «дога-дога» турған еди. Кәлгүси замандики вақиә бәлким буниңға охшап кетиду.
□3:16 «Авазни аңлап калпуклирим дир-дир қилди» — Һабаккук «Худаниң авази» дәп очуқ ейтмайду — униңға нисбәтән аңлиғидәк пәқәт бирла аваз бар, халас.
□3:18 «Маңа ниҗатимни бәргүчи Худайим...» — яки «ниҗатим болғучи Худайим...».