(1) инсан әмәс, бәлки әрштики бир хил затлар, пәриштиләр яки роһлардин ибарәттур.
(2) инсан әмәс, бәлки җинлар яки яман роһлардин ибарәттур.
(3) һәр җәһәттин адәттики инсанлардин жуқури адәмләр, падиша яки һөкүмдар.
(4) Қабилниң худасиз әвлатлиридәк әмәс, бәлки Худа йолида маңидиған шетниң ихласмән әвлатлиридур.
Биз биринчи көзқарашта болимиз; «Аюп» 1:6, 2:1, 38:7ни көрүң. Буниң сәвәвини «қошумчә сөз»имиздә беримиз. ■ Йәһ. 6-7
Оқурмәнләр шуни байқайдуки, Нуһтин илгири адәмләр бир нәччә йүз жил яшайтти.
«Кәлгүсидә уларниң өмри пәқәт бир йүз жигирмә яштин ашмисун» дегәнниң башқа бир хил чүшәнчиси: «Бирақ уларға йәнила бир йүз жигирмә жил (топан кәлгичә) өмүр беримән».
Бәзи вақитларда «әт егилири» (мәсилән, 19-айәттә) һайванларни өз ичигә алиду (6:4ни көрүң).
«Барлиқ әт егилириниң ... қиливатқини юзуқчилиқ еди» — ибраний тилида «барлиқ әт егилири... өз йолини бузған еди». 13 Шуниң билән Худа Нуһқа: —
Бәзи вақитларда «әт егилири» (мәсилән, 7:15дә) һайванларни өз ичигә алиду. 20 Тирик қелиш үчүн қушларниң һәр бир түрлиридин, мал-чарвиларниң һәр бир түрлиридин вә йәрдә өмилигүчи җаниварларниң һәр бир түрлиридин бир җүпи қешиңға кириду. 21 Өзүң вә уларниң озуқлуғи үчүн һәр хил йемәкликләрдин елип, йениңға ғәмлигин, — деди.
□6:2 «Худаниң оғуллири» — бу тоғрилиқ төрт хил чүшәнчә бар: — (1) инсан әмәс, бәлки әрштики бир хил затлар, пәриштиләр яки роһлардин ибарәттур. (2) инсан әмәс, бәлки җинлар яки яман роһлардин ибарәттур. (3) һәр җәһәттин адәттики инсанлардин жуқури адәмләр, падиша яки һөкүмдар. (4) Қабилниң худасиз әвлатлиридәк әмәс, бәлки Худа йолида маңидиған шетниң ихласмән әвлатлиридур. Биз биринчи көзқарашта болимиз; «Аюп» 1:6, 2:1, 38:7ни көрүң. Буниң сәвәвини «қошумчә сөз»имиздә беримиз.
■6:2 Йәһ. 6-7
□6:3 «Инсан әттур» — «әт» дегән ибарә (вә униңға охшап кетидиған башқа ибариләр) инсанларниң гуналири билән мунасивәтлик һалда тилға елинғанда, дайим дегидәк инсанларниң гунаға әсир болуп қелишини, йәни өз етидики һәвәс-иштияқлириға әсир болуп қелишини тәкитләйду. «Әт» дегән сөз Муқәддәс Китапта мошу йәрдә биринчи қетим инсанниң тәбиитини көрсәткән. «Римлиқларға»дики кириш сөзниму көрүң. «Мениң Роһум инсанлар билән мәңгү күрәш қиливәрмәйду» — бу җүмлиниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Мениң Роһум инсанлар билән мәңгү яшавәрмәйду». Лекин бизниңчә Худа бу айәттә Өз Роһиниң адәмниң гунайини чәкләш үчүн униң виҗданида күрәш қилидиғанлиғини көрсәткән болуши керәк; бу тәрҗимини алди-кәйнидики баянларға әң мувапиқ тәрҗимә дәп қараймиз. Худа адәмниң гуналириға чәк қоюш үчүн униң өмригә чәк (120 яш) қойиду («Тесалоникалиқларға (2)»)дики «қошумчә сөз»имизниму көрүң. Оқурмәнләр шуни байқайдуки, Нуһтин илгири адәмләр бир нәччә йүз жил яшайтти. «Кәлгүсидә уларниң өмри пәқәт бир йүз жигирмә яштин ашмисун» дегәнниң башқа бир хил чүшәнчиси: «Бирақ уларға йәнила бир йүз жигирмә жил (топан кәлгичә) өмүр беримән».
□6:4 «гигантлар» — ибраний тилида «нәфилим» дегән сөз билән ипадилиниду. «Нәфилим» дегәнниң әслидики мәнаси «жиқилғанлар» болуши мүмкин. «даңлиқ палван-батурлар» — улар гәрчә «палван-батурлар» болсиму, улар Худаниң нәзиридә интайин рәзил еди (5-айәтни көрүң).
□6:5 «һәр қачан» — ибраний тилида «пүткүл күнидә».
■6:5 Яр. 8:21; Аюп 15:16; Пәнд. 6:14; Йәр. 17:9; Мат. 15:19; Рим. 3:10,11,12; 8:6.
□6:9 «Нуһ вә униң иш-излири төвәндикичә: —» — мошу җүмлә билән «Аләмниң Яритилиши»ниң үчинчи «толидот»и («тарихи»), йәни «Нуһниң тарихи» яки «нуһниң толидоти» (6:9-9:29) башлиниду («толидот» тоғрилиқ «кириш сөз»ни көрүң).
□6:12 «әт егилири» — бу ибарә Муқәддәс Китапта адәттә инсанларни көрситиду (6:3ниң изаһатиниму көрүң). Бәзи вақитларда «әт егилири» (мәсилән, 19-айәттә) һайванларни өз ичигә алиду (6:4ни көрүң). «Барлиқ әт егилириниң ... қиливатқини юзуқчилиқ еди» — ибраний тилида «барлиқ әт егилири... өз йолини бузған еди».
□6:14 «гофәр яғичи» — яки «арча яғичи». «кемә» — мошу йәрдә «сандуқ» дегән сөз билән ипадилиниду. Узунлуғи, кәңлиги вә егизлиги вә буларниң бир-биригә болған нисбити һазирқи замандики әң чоң кемиләрниңкигә охшап кетиду. Лекин шәкли пәқәт сандуқтәк еди. Сәвәви, шу кеминиң мәхсити деңизда меңиш әмәс, пәқәт ләйләп жүрәштин ибарәт еди.
□6:15 «гәз» — Муқәддәс Китапта ишлитилгән «гәз» адәмниң қолниң җәйнәктин бармақниң учиғичә болған арилиғи (тәхминән 45 сантиметр) еди.
□6:16 «Кеминиң пешайвини астиға бир очуқчилиқ яса» — бу җүмлиниң көп хил тәрҗимилири бар, лекин асасий мәнаси охшаш.
□6:19 «барлиқ җандарлар» — ибраний тилида «әт егилиридин». Бәзи вақитларда «әт егилири» (мәсилән, 7:15дә) һайванларни өз ичигә алиду.