□15:1 «Силәр Муса пәйғәмбәргә тапшурулған йосун бойичә хәтнә қилинишни қобул қилмисаңлар, қутқузулмайсиләр!» — Йәһудийәдин кәлгәнләр аллиқачан сүннәт қилинған Йәһудийлар, әлвәттә.
■15:1 Яр. 17:10; Лав. 12:3; Гал. 5:2.
□15:3 «әлләрниңму товва қилип...» — «әлләр» йәнә «Йәһудий әмәсләр» дегән мәнидә. «әлләрниңму товва қилип етиқат йолиға киргәнлиги...» — мошу йәрдә грек тилида: «товва қилип етиқат йолиға кириш» дегән ибарә пәқәт бирла сөз «бурулуш» билән ипадилиниду.
■15:7 Рос. 10:20; 11:12.
■15:8 1Тар. 28:9; 29:17; Зәб. 7:10; Йәр. 11:20; 17:10; 20:12.
■15:9 Рос. 10:43, 44.
□15:11 «Әндиликтә, биз болсақ Рәб Әйсаниң меһри-шәпқитигә тайинип уларға охшаш қутқузулимиз, дәп ишинимиз» — бу айәттики «биз» Йәһудий етиқачиларни, «улар» Йәһудий болмиған етиқатчиларни көрситиду.
□15:14 «Шимеон» —Петрусниң арамий тилидики исми («Симон» болса униң ибраний тилидики шәклидур). «Худаниң ят әлликләрниму баштинла шапаәт билән йоқлап, уларниң арисидин Өз нами үчүн бир хәлиқ чиқиридиғанлиғи» — «шапаәт билән йоқлаш» грек тилида пәқәт «йоқлаш» дегән сөзла билән ипадилиниду.
□15:17-18 «Шундақ қилип, җаһандики башқа инсанларму, йәни Мениң намим билән аталған барлиқ әлләр...» — «җаһандики башқа инсанлар» Йәһудий хәлқидин башқа барлиқ әлләрни көрстиду. «Мениң намим билән аталған барлиқ (ят) әлләр» «Өз хәлқим болушқа чақирған ят әлләр» яки «Мән егидарчилиқ қилған барлиқ әлләр» дегәнләрни билдүриду. «Мошу ишлардин кейин, мән қайтип келип, Давутниң жиқилған чедирини йеңибаштин қуруп тикләймән... шундақ қилип, җаһандики башқа инсанларму, йәни Мениң намим билән аталған барлиқ әлләр Мени издәп тапиду» — (16-17-айәт) бу нәқил кәлтүрүлгән бешарәтләр «Ам.» 9:11-12 вә «Йәш.» 45:21дин елинған. Яқуп бу бешарәтләрни «Септуагинт» LXX дегән грек тилидики тәрҗимисидин алған. «Амос»тики «қошумчә сөз»имизниму көрүң.
□15:20 «Бутларға атилип булғанған нәрсиләр» — грек тилида «Бутлардин булғанған нәрсиләр» дегән билән ипадилиниду; «нәрсиләр» бәлким гөш вә һәр хил йемәк-ичмәкни көрсәтсә керәк. Грекләр арисида «авал бутларға аталған» йемәкликни йейиш «саваблиқ иш» яки «қутлуқ иш» дәйдиғанлар көп еди.
■15:20 Яр. 9:4; Мис. 20:3; 1Кор. 8:1; 10:20; 1Тес. 4:3.
□15:21 «Бутларға атилип булғанған нәрсиләрни йейиштин, җинсий бузуқлуқтин, қанни вә боғуп союлған һайванларниң гөшлиридинму йейиштин нери болуңлар ...» — (20-айәт) мошу үч пәрһиз Тәврат қанунидин елинған. Етиқат қилған ят әлләрниң буларға риайә қилиши уларниң ниҗатлиққа еришиши үчүн әмәс, бәлки («җинсий бузуқлуқтин ... нери болуңлар»тин башқа) етиқат қилған Йәһудийлар җамаәткә қатнишишида уларниң алдида путликашаң болмаслиғи, Йәһудий әмәс қериндашлири билән арилишиши асан қилинсун үчүн дегән мәхсәт билән тапшурулған (21-айәттин расулларниң бу мәхсити очуқ көрүниду; «1Кор.» 10:14-11:1ниму көрүң).
□15:24 «... Силәрни беарамлиққа селип көңлүңларни паракәндә қилип қойғанлиғини аңлидуқ. Лекин биз уларға һеч қандақ сөз-әмир қилмидуқ» — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу йәрдә: «... Силәрни беарамлиққа селип, сүннәт қобул қилишиңлар, Тәврат қануниға әмәл қилишиңлар керәк дәп көңлүңларни паракәндә қилип қойғанлиғини аңлидуқ» дейилиду.
■15:26 Рос. 13:50; 14:19.
■15:29 Яр. 9:4; Мис. 20:3; Лав. 17:14; 1Кор. 8:1; 1Тес. 4:3.
□15:30 «шундақ қилип, улар қериндашлар тәрипидин йолға селинип...» — грек тилида «шундақ қилип, улар уларниң тәрипидин йолға селинип...».
□15:33 «Йәһуда вә Силаслар у йәрдә бир мәзгилни өткүзгәндин кейин» — «Йәһуда вә Силаслар» грек тилида «улар».
□15:38 «Рәбниң хизмитидә улар билән биллә давамлиқ сәпәр қилмиған Маркус...» — мошу йәрдә «Рәбниң хизмитидә» грек тилида пәқәт «хизмәттә» дейилиду.
□15:40 «Павлус болса Силасни таллиди; қериндашларниң иккиләнни Худаниң шапаитигә аманәт қилиши билән у иккиси йолға чиқти» — Павлус вә Барнабас немә үчүн бир-биридин айрилди? Қайсисиниң қарари тоғра? «Қошумчә сөзимиз»дә бу мәсилә тоғрисида азрақ тохтилимиз.