35
Йосия «өтүп кетиш һейти»ни өткүзиду
2Пад. 23:21-23
Йосия Пәрвәрдигарни сеғинип өтүп кетиш һейтини Йерусалимда өткүзмәкчи болди; биринчи айниң он төртинчи күни улар өтүп кетиш һейтиға аталған қозиларни сойди. Падиша каһинларниң вәзипилирини бәлгүлиди, уларни Пәрвәрдигарниң өйидики хизмәтни қилишқа риғбәтләндүрди. У йәнә пүткүл Исраил хәлқигә өзлирини Пәрвәрдигарға атап пак-муқәддәс болушқа тәлим бәргүчи Лавийларға: — Силәр муқәддәс әһдә сандуғини Исраил падишаси Давутниң оғли Сулайман салдурған өйгә әкирип орунлаштуруңлар; әнди уни мүрәңләрдә көтирип жүрүш вәзиписи қалмиди. Әнди силәр Худайиңлар Пәрвәрдигарниң хизмитидә, шундақла Униң хәлқи Исраилниң хизмитидә болуңлар. «У йәнә пүткүл Исраил хәлқигә өзлирини Пәрвәрдигарға атап пак-муқәддәс болушқа тәлим бәргүчи Лавийларға: —» — башқа икки хил тәрҗимиси: (1) «У йәнә пүткүл Исраилға тәлим беридиған, өзлирини Пәрвәрдигарға атап беғишлиған Лавийларға...»; (2) «уУ йәнә пүткүл Исраилға Пәрвәрдигарға хас муқәддәс ишлар тоғрилиқ тәлим беридиған Лавийларға...». «... Әнди силәр Худайиңлар Пәрвәрдигарниң хизмитидә, шундақла униң хәлқи Исраилниң хизмитидә болуңлар» — бу пүткүл айәттики хәвәргә қариғанда:
(1) мәлум сәвәптин әһдә сандуғи әң муқәддәс җайдин йөткиветилгән еди. Мүмкинчилиги болған сәвәплири болса (а) Йосия ибадәтханини паклаш үчүн уни вақитлиқ йөткәп турған; (ә) мәлум бир рәзил падиша бутпәрәслик мәхсити билән уни у йәрдин йөткивәткән еди; (б) каһинлар бутпәрәсләрниң рәзил нийәтлиридин қоғдаш үчүн уни йөткәп йошуруп қойған еди; (п) каһинлар Йерусалимни булаң-талаң қилидиған таҗавузчиларниң чаңгилидин қутулдуруш үчүн уни йөткәп йошуруп қойған еди (мәсилән, 12:9 вә 25:4).
(2) бу айәткә қариғанда Лавийларниң (шундақла каһинларниң) әң муһим вә чоң рольи һазир (ибадәтханида Пәрвәрдигарниң мәдһийә ишлиридин башқа) Исраилға тәлим бериш керәк еди (30:22ни көрүң). Исраил сүргүн болғандин кейин Әзра буларниң яхши бир үлгиси болған еди.
Шуниң үчүн җәмитиңлар вә нөвәт-гуруппаңлар бойичә, Исраилниң падишаси Давутниң язғини вә униң оғли Сулайманниң язғиниға асасән, өзүңларни убдан тәйярлаңлар. Силәр өз ата җәмәтлириңларниң нөвәт-гуруппа тәртиви бойичә қериндашлириңлардин ибарәт шу аддий хәлиқ-пухралар җәмәт-җәмәтлиригә вәкил болуп, муқәддәсгаһта турисиләр; һәр бир гуруппида Лавий җәмәтидин бир нәччә адәм болсун. Силәр өтүп кетиш һейтиға аталған қозиларни союсиләр, өзүңларни паклаңлар, Исраилдики қериндашлириңлар үчүн, йәни уларниң Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән тапилиған сөз-каламиға беқиниши үчүн, һәммә ишни тәйяр қилиңлар, деди.
Йосия шу йәрдә һазир болған барлиқ хәлиқ-пухраларниң өтүп кетиш һейтиға атиған қурбанлиғи болсун дәп, җәмий оттуз миң қоза вә оғлақ, вә йәнә үч миң буқа һәдийә қилди; бу малларниң һәммиси падишаниң мелидин чиқирилған еди. Униң әмәлдарлириму өз ихтиярлиғи билән хәлиққә вә каһинлар билән Лавийларға қурбанлиқ мели «көтәрмә һәдийә» қилди; Пәрвәрдигарниң өйини башқурғучилардин Һилқия, Зәкәрия вә Йәһийәлму икки миң алтә йүз қоза-өшкә билән үч йүз буқини каһинларға өтүп кетиш һейтиға атап қурбанлиқ қилиш үчүн һәдийә қилип тапшурди. Лавийларниң йолбашчилири болған Конания вә униң қериндашлиридин Шемая билән Нәтанәл, шундақла Һашабия, Җәийәл вә Йозабадму бәш миң қоза билән бәш йүз буқини Лавийларниң һейтқа атап қурбанлиқ қилишиға «көтәрмә һәдийә» қилди.
10 Шундақ қилип, өтилидиған вәзипиләр орунлаштуруп болунғандин кейин, падишаниң тапилиғини бойичә, каһинлар өз орнида турди, Лавийларму өзлириниң нөвәт-гуруппа тәртиви бойичә турушти. 11 Лавийлар өтүп кетиш һейтиға аталған қозиларни боғузлиди; каһинлар уларниң қолидин қанни елип қурбангаһқа сәпти вә шуниң билән бир вақитта Лавийлар қурбанлиқ малниң терисини сойди. 12 Көйдүрмә қурбанлиққа сунулидиған малларни болса, улар хәлиқ-пухраларға вәкил болған җәмәтләр бойичә хәлиққә бөлүп берип, уларни Мусаниң китавида йезилғиниға мувапиқ, Пәрвәрдигарға сунушқа тәйярлиди. Сунулидиған буқиларниму шундақ қилди. 13 Андин бәлгүлимә бойичә улар өтүп кетиш һейтиға аталған қоза-өшкиләрни отқа қақлап кавап қилди; башқа қурбанлиқлардин қалған, йәни Худаға аталған қисимларни қазанда, даңқанда яки даста пиширип тездин хәлиқ-пухраларға үләштүрүп бәрди; 14 шуниңдин кейин өзлиригә вә каһинларға қурбанлиқлардин тәйярлиди, чүнки каһинлар, йәни Һарунниң әвлатлири кәч киргичә көйдүрмә қурбанлиқ қилиш вә майларни көйдүрүш билән алдираш болуп кәткән еди; шуңа Лавийлар өзлиригә вә каһинлар болған Һарунниң әвлатлириғиму қурбанлиқлардин гөш тәйярлап қоюшти. 15 Нава-нәғмичиләр, йәни Асафниң әвлатлири Давут, Асаф, Һеман вә Давут падишаниң алдин көргүчиси Йәдутунниң тапшуруғи бойичә өз орунлирида турушти; дәрвазивәнләр һәр қайсиси өз дәрвазиси алдида турди; уларниң иш орнидин аҗришиниң һаҗити болмиди, чүнки уларниң қериндашлири болған Лавийлар қурбанлиқлардин тәйярлап қоятти. 16 Шундақ қилип, шу бир күн ичидә Йосия падишаниң тапшуруғи бойичә, өтүп кетиш һейти өткүзүлүп, Пәрвәрдигарниң қурбангаһиға көйдүрмә қурбанлиқлар сунулуши билән Пәрвәрдигарға беғишлап өткүзүлгән ибадәт толуқ орунланди. 17 Шу чағда һазир болған Исраиллар өтүп кетиш һейтини өткүзүп болғандин кейин, йәттә күн петир нан һейтини өткүзди. 18 Самуил пәйғәмбәрниң заманидин буян Исраилда өтүп кетиш һейти мундақ өткүзүлүп бақмиған еди; Исраил падишалириниң һеч қайсисиму Йосия, каһинлар, Лавийлар вә шу йәрдә һазир болған Йәһудалар билән Исраиллар вә Йерусалимда туруватқанлар өткүзгәндәк мундақ өтүп кетиш һейти өткүзүп бақмиған еди. 19 Бу қетимқи өтүп кетиш һейти Йосияниң сәлтәнитиниң он сәккизинчи жили өткүзүлди.
 
Йосияниң сәлтәнити ахирлишиду
20 Йосия муқәддәс өйниң һәммә ишини мошундақ тәртипкә селип болғандин кейин, Мисир падишаси Нәқо Әфрат дәриясиниң бойидики Каркемиш шәһиридә урушқа чиқти, Йосия униң алдини тосқили чиқти. 21 Нәқо Йосияниң алдиға әлчиләрни әвәтип униңға: «И Йәһуда падишаси, өзлириниң мениң билән немә карлири бар? Бүгүн мән сили билән урушқили әмәс, бәлки мениң билән уруш қиливатқан җәмәт билән урушқили чиққанмән; йәнә келип, Худа мени тез һуҗум қил, деди; Худаниң силини һалак қиливәтмәслиги үчүн, Униң ишиға кашила қилмисила, чүнки У мениң билән биллидур» деди. 22 Лекин Йосия униң билән қаршилишиштин янмиди, әксичә өзини ниқаплап униңға җәң қилғили чиқти; у Худаниң Нәқониң вастиси билән ейтқан гепигә қулақ салмай, Мәгиддо түзләңлигигә келип Нәқо билән тутушти. 23 Оқячилар Йосия падишаға оқ етип униңға тәккүзди; падиша хизмәткарлириға: — Мән еғир яриландим, мени елип кетиңлар, деди. 24 Униң хизмәткарлири уни җәң һарвусидин йөләп чүшүрүп, униң иккинчи җәң һарвусиға ятқузуп Йерусалимға елип меңивиди, у шу йәрдә өлди. У ата-бовилириниң қәбирстанлиғиға дәпнә қилинди; барлиқ Йәһуда вә Йерусалимдикиләр Йосияға тәзийә тутушти. 25 Йәримия пәйғәмбәр Йосия үчүн мәрсийә оқуди; нәғмә-навачи әр-аялларниң һәммиси таки бүгүнгичә Йосияни тәрипләп мәрсийә оқуп кәлмәктә; у иш Исраилда бәлгүлимигә айланди. Мана булар «мәрсийәләр» дегән китапқа пүтүлгәндур. «Йәрәмия ... мәрсийә оқуди» — яки «Йәрәмия... мәрсийә язди». 26 Йосияниң қалған ишлири, униң Пәрвәрдигарниң Тәврат китавида йезилғанлириға әгәшкән яхши әмәллири, 27 қилғанлири баштин-ахириғичә һәммиси «Йәһуда вә Исраил падишалириниң Тарих-Тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгәндур.
 
 

35:3 «У йәнә пүткүл Исраил хәлқигә өзлирини Пәрвәрдигарға атап пак-муқәддәс болушқа тәлим бәргүчи Лавийларға: —» — башқа икки хил тәрҗимиси: (1) «У йәнә пүткүл Исраилға тәлим беридиған, өзлирини Пәрвәрдигарға атап беғишлиған Лавийларға...»; (2) «уУ йәнә пүткүл Исраилға Пәрвәрдигарға хас муқәддәс ишлар тоғрилиқ тәлим беридиған Лавийларға...». «... Әнди силәр Худайиңлар Пәрвәрдигарниң хизмитидә, шундақла униң хәлқи Исраилниң хизмитидә болуңлар» — бу пүткүл айәттики хәвәргә қариғанда: (1) мәлум сәвәптин әһдә сандуғи әң муқәддәс җайдин йөткиветилгән еди. Мүмкинчилиги болған сәвәплири болса (а) Йосия ибадәтханини паклаш үчүн уни вақитлиқ йөткәп турған; (ә) мәлум бир рәзил падиша бутпәрәслик мәхсити билән уни у йәрдин йөткивәткән еди; (б) каһинлар бутпәрәсләрниң рәзил нийәтлиридин қоғдаш үчүн уни йөткәп йошуруп қойған еди; (п) каһинлар Йерусалимни булаң-талаң қилидиған таҗавузчиларниң чаңгилидин қутулдуруш үчүн уни йөткәп йошуруп қойған еди (мәсилән, 12:9 вә 25:4). (2) бу айәткә қариғанда Лавийларниң (шундақла каһинларниң) әң муһим вә чоң рольи һазир (ибадәтханида Пәрвәрдигарниң мәдһийә ишлиридин башқа) Исраилға тәлим бериш керәк еди (30:22ни көрүң). Исраил сүргүн болғандин кейин Әзра буларниң яхши бир үлгиси болған еди.

35:25 «Йәрәмия ... мәрсийә оқуди» — яки «Йәрәмия... мәрсийә язди».