22
Давутниң мәдһийә күйи
Зәб. 17
Пәрвәрдигар уни барлиқ дүшмәнлиридин һәм Саул падишаниң қолидин қутқузған күни, у Пәрвәрдигарға бу күйни ейтти: — «...у Пәрвәрдигарға бу күйни ейтти» — Зәбур 17-күй вә униң изаһатлири билән селиштуруң.
 
У мундақ деди: — Пәрвәрдигар мениң хада теғим, мениң қорғиним, мениң ниҗаткаримдур!
Худа мениң қорам тешимдур, мән Униңға тайинимән —
У мениң қалқиним, мениң қутқузғучи мүңгүзүм,
Мениң егиз мунарим вә башпанаһим, мениң қутқузғучимдур;
Сән мени зораванлардин қутқузисән! «...мениң қутқузғучи мүңгүзүм» — ибраний тилида «....ниҗатимниң мүңгүзи». «Сән мени зораванлардин қутқузисән!» — ибраний тилида «Сән мени зораванлиқтин қутқузисән».   Ибр. 2:13
Мәдһийиләргә лайиқ Пәрвәрдигарға мән нида қилимән,
Шундақ қилип, мән дүшмәнлиримдин қутқузулимән;
Чүнки өлүмниң асарәтлири мени қоршивалди,
Ихлассизларниң ямрап кетиши мени қорқитивәтти; «Ихлассизларниң ямрап кетиши мени қорқитивәтти» — ибраний тилида «Ихлассизларниң қиян-ташқинлири мени қорқитивәтти».
Тәһтисараниң танилири мени чирмивалди,
Өлүм сиртмақлири алдимға кәлди.
Қийналғинимда мән Пәрвәрдигарға нида қилдим,
Худайимға пәряд көтәрдим;
У ибадәтханисидин авазимни аңлиди,
Мениң пәрядим Униң қулиқиға кирди.
Андин йәр-зимин тәврәп силкинип кәтти,
Асманларниң һуллири дәһшәтлик тәврәнди, силкинип кәтти;
Чүнки У ғәзәпләнди.
Униң димиғидин ис өрләп туратти,
Ағзидин чиққан от һәммисини жутувәтти;
Униңдин көмүр чоғлири чиқти;
10  У асманларни еңиштүрүп егип чүшти,
Пути астида тум қараңғулуқ еди.
11  У бир керуб үстидә пәрваз қилди,
У шамалниң қанатлирида көрүнди.
12  У қараңғулуқни, шундақла жиғилған суларни,
Асманларниң қоюқ булутлирини,
Өз әтрапида чедири қилди.
13  Униң алдида турған йоруқлуқтин,
Отлуқ чоғлар чиқип өтти;
14  Пәрвәрдигар асманда гүлдүрлиди;
Һәммидин алий Болғучи авазини яңратти;
15  Бәрһәқ, У оқлирини етип, дүшмәнлиримни тарқитивәтти;
Чақмақларни чақтуруп, уларни қийқас-сүрәнгә салди; «бәрһәқ, у ... дүшмәнлиримни тарқитивәтти» — ибраний тилида «бәрһәқ, У ... уларни тарқитивәтти». 18-айәтни көрүң.
16  Шуниң билән деңизниң тәкти көрүнүп қалди,
Аләмниң һуллири ашкариланди,
Пәрвәрдигарниң тәнбиһи билән,
Димиғиниң нәпәсиниң зәрбиси билән.
17  У жуқуридин қолини узитип, мени тутти;
Мени улуқ сулардин тартип алди.
18  У мени күчлүк дүшминимдин,
Маңа өчмәнләрдин қутқузди;
Чүнки улар мәндин күчлүк еди.
19  Күлпәткә учриған күнүмдә, улар маңа қарши һуҗумға өтти;
Бирақ Пәрвәрдигар мениң таянчим еди.
20  У мени кәңри-азатә бир җайға елип чиқарди;
У мени қутқузди, чүнки У мәндин хурсән болди.
21  Пәрвәрдигар һәққанийлиғимға қарап маңа илтипат көрсәтти;
Қолумниң һалаллиғини У маңа қайтурди;
22  Чүнки Пәрвәрдигарниң йоллирини тутуп кәлдим;
Рәзиллик қилип Худайимдин айрилип кәтмидим;
23  Чүнки униң барлиқ һөкүмлири алдимдидур;
Мән Униң бәлгүлимилиридин чәтнәп кәтмидим;
24  Мән Униң билән ғубарсиз жүрдум,
Өзүмни гунадин нери қилдим.
25  Вә Пәрвәрдигар һәққанийлиғимға қарап,
Көз алдида болған һалаллиғим бойичә қилғанлиримни қайтурди.
26  Вападар-меһриванларға Өзүңни вападар-меһриван көрситисән;
Ғубарсизларға Өзүңни ғубарсиз көрситисән;
27  Сап диллиқларға Өзүңни сап диллиқ көрситисән;
Тәтүрләргә Өзүңни тәтүр көрситисән;
28  Чүнки Сән аҗиз мөмин хәлиқни қутқузисән;
Бирақ көзлириңни тәкәббур үстигә тикип,
Уларни шәрмәндә қилисән;
29  Чүнки Сән Пәрвәрдигар мениң чирақимдурсән;
Пәрвәрдигар мени басқан қараңғулуқни нурландуриду; Пәнд. 13:9
30  Чүнки Сән арқилиқ дүшмән қошуни арисидин жүгүрүп өттүм;
Сән Худайим арқилиқ мән сепилдин атлап өттүм. «дүшмән қошуни арисидин жүгүрүп өттүм» — «жүгүрүп өттүм» дегән мошу сөзләр «бөсүп өттүм» дегән мәнини өз ичигә алиду.
31  Тәңрим — Униң йоли мукәммәлдур;
Пәрвәрдигарниң сөзи синап испатланғандур;
У Өзигә таянғанларниң һәммисигә қалқандур. Қан. 32:4; Дан. 4:34; Зәб. 11:7; 118:140; Пәнд. 30:5; Вәһ. 15:3
32  Чүнки Пәрвәрдигардин башқа йәнә ким илаһтур?
Бизниң Худайимиздин башқа ким қорам таштур? Қан. 32:39; 1Сам. 2:2; Зәб. 85:8; Йәш. 45:5
33  Тәңри мениң мустәһкәм қорғинимдур;
У йолумни мукәммәл, түп-түз қилиду;
34  У мениң путлиримни кейикниңкидәк қилиду;
У мени жуқури җайлиримға турғузиду;
35  Қоллиримни уруш қилишқа үгитиду,
Шуңлашқа биләклирим мис каманни керәләйду;
36  Сән маңа ниҗатиңдики қалқанни бәрдиң,
Сениң мулайим кәмтәрлигиң мени улуқ қилди.
37  Сән қәдәмлирим астидики җайни кәң қилдиң,
Мениң путлирим тейилип кәтмиди.
38  Мән дүшмәнлиримни қоғлап йоқаттим,
Улар һалак болмиғичә һеч янмидим.
39  Қайта туралмиғидәк қилип,
Уларни һалак қилип янҗидим,
Улар путлирим астида жиқилди.
40  Сән җәң қилишқа күч билән белимни бағлидиң;
Сән маңа һуҗум қилғанларни путум астида егилдүрдүң;
41  Дүшмәнлиримни маңа арқини қилип қачқуздуң,
Шуниң билән мән маңа өчмәнләрни йоқаттим.
42  Улар тәлмүрди, бирақ қутқузидиған һеч ким йоқ еди;
Һәтта Пәрвәрдигарға қаривиди, Уму уларға җавап бәрмиди.
43  Мән уларни соқуп йәрдики топидәк қиливәттим;
Кочидики патқақтәк мән уларни чәйливәттим;
Уларниң үстидин петиқдивәттим.
44  Сән мени хәлқимниң низалиридин қутқузғансән;
Сән мени әлләрниң беши болушқа сақлидиң;
Маңа ят болған бир хәлиқ хизмитимдә болмақта.
45  Ят әлдикиләр маңа зәиплишип тәслим болиду;
Аңлиши биләнла улар маңа итаәт қилиду;
46  Ят әлдикиләр чүшкүнлишип кетиду;
Улар өз истиһкамлиридин титригән һалда чиқип келиду;
47  Пәрвәрдигар һаяттур!
Мениң Қорам Тешим мубарәкләнсун;
Ниҗатим болған қорам таш Худа алийдур, дәп мәдһийиләнсун!
48  У, йәни мән үчүн толуқ қисас алғучи Тәңри,
Хәлиқләрни маңа бойсундурғучидур;
49  У мени дүшмәнлирим арисидин чиқарған;
Бәрһәқ, Сән мени маңа һуҗум қилғанлардин жуқури көтәрдиң;
Зораван адәмдин Сән мени қутулдурдуң.
50  Мошу сәвәплик мән әлләр арисида саңа тәшәккүр ейтимән, и Пәрвәрдигар;
Намиңни улуқлап күйләрни ейтимән; Рим. 15:9
51  У болса Өзи тиклигән падишаға зор қутқузушларни беғишлайду;
Өзи мәсиһ қилғиниға,
Йәни Давутқа һәм униң нәслигә мәңгүгә өзгәрмәс муһәббәтни көрситиду.
 
 

22:1 «...у Пәрвәрдигарға бу күйни ейтти» — Зәбур 17-күй вә униң изаһатлири билән селиштуруң.

22:3 «...мениң қутқузғучи мүңгүзүм» — ибраний тилида «....ниҗатимниң мүңгүзи». «Сән мени зораванлардин қутқузисән!» — ибраний тилида «Сән мени зораванлиқтин қутқузисән».

22:3 Ибр. 2:13

22:5 «Ихлассизларниң ямрап кетиши мени қорқитивәтти» — ибраний тилида «Ихлассизларниң қиян-ташқинлири мени қорқитивәтти».

22:15 «бәрһәқ, у ... дүшмәнлиримни тарқитивәтти» — ибраний тилида «бәрһәқ, У ... уларни тарқитивәтти». 18-айәтни көрүң.

22:29 Пәнд. 13:9

22:30 «дүшмән қошуни арисидин жүгүрүп өттүм» — «жүгүрүп өттүм» дегән мошу сөзләр «бөсүп өттүм» дегән мәнини өз ичигә алиду.

22:31 Қан. 32:4; Дан. 4:34; Зәб. 11:7; 118:140; Пәнд. 30:5; Вәһ. 15:3

22:32 Қан. 32:39; 1Сам. 2:2; Зәб. 85:8; Йәш. 45:5

22:50 Рим. 15:9