19
Йәһошафат Худадин агаһ қобул қилиду
1 Йәһуда падишаси Йәһошафат аман-есән Йерусалимдики ордисиға қайтип кәлди. 2 Алдин көргүчи Һананиниң оғли Йәһу падиша Йәһошафатниң алдиға чиқип: — Сениң рәзилләрниң ярдимидә болуп, Пәрвәрдигарға өч болғанларни сөйгиниң дурусму? Шу сәвәптин Пәрвәрдигарниң ғәзиви бешиңға чүшидиған болди. 3 Һалбуки, сән ашәраһ бутлирини зиминдин йоқитип ташлиғиниң вә Худани издәшкә нийәт қилғиниң үчүн сәндиму яхшилиқ тепилди, деди.
4 Йәһошафат Йерусалимда олтиратти; кейинки вақитларда у хәлиқ арисиға чиқип, Бәәр-Шебадин тартип Әфраим тағлириғичә сәпәр қилип, хәлиқни товва қилдуруп ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарға яндурди. □ «Бәәр-Шебадин тартип Әфраим тағлириғичә» — Бәәр-Шеба Йәһуда зиминидики әң җәнубий чегара, Әфраим тағлиғи болса шималий чегара еди. 5 У йәнә Йәһуда тәвәсидики барлиқ қорғанлиқ шәһәрләрдә сорақчиларни тайинлиди; 6 у сорақчиларға: — Өз қилғанлириңларға еһтиятчан болуңлар; чүнки силәрниң һөкүм чиқиришиңлар инсан үчүн әмәс, бәлки Пәрвәрдигар үчүндур; силәр һөкүм чиқарғиниңларда у чоқум силәр билән биллә болиду. 7 Әнди Пәрвәрдигарниң вәһимиси көз алдиңларда болсун; өз қилғанлириңларға еһтиятчан болуңлар; чүнки Пәрвәрдигар Худайимизда наһәқлиқ йоқ, йүз-хатир қилиш йоқ, пара йейишму йоқтур, деди.
8 Йәһошафат Лавийлардин, каһинлардин вә Исраил җәмәтлириниң башлиридин бәзиләрни Йерусалимға қайтуруп келип, уларни Йерусалимдиму Пәрвәрдигарниң һөкүмлирини чиқириш вә хәлиқниң әрз-дәвалирини бир тәрәп қилишқа тайинлиди. □ «Пәрвәрдигарниң һөкүмлирини чиқириш» — яки «Пәрвәрдигар үчүн һөкүм чиқириш». Бу тәрҗимә тоғра болса, бәлким ибадәтханидики ишларни (йәни, пухраларға аит болмиған ишларни) көрситиши мүмкин. 9 Йәһошафат уларға: — Силәр бу ишларни Пәрвәрдигарниң қорқунучида болуп садақәтлик билән чин көңлүңлардин беҗириңлар. 10 Һәр қайси шәһәрләрдә туридиған қериндашлириңларниң алдиңларға елип кәлгән барлиқ әрз-дәваси, мәйли у хун дәваси болсун, қанун-әмир вә һөкүм-бәлгүлимиләр тоғрисидики әрз-дәва болсун, уларниң Пәрвәрдигар алдида гунакар болуп қалмаслиғи үчүн, шундақла Пәрвәрдигарниң ғәзиви өз бешиңларға вә қериндашлириңларниң бешиға келип қалмаслиғи үчүн, уларни һаман агаһландуруп туруңлар; шундақ қилсаңлар, гунакар болмайсиләр. 11 Пәрвәрдигарға тәәллуқ ишларда силәрни баш каһин Амария башқуриду; падишаға даир ишларда, силәрни Йәһуда җәмәтиниң йолбашчиси Исмаилниң оғли Зәбадия башқуриду; силәрниң хизмитиңларда туридиған Лавийлар бар. Җасарәтлик болуп ишлириңларни қилиңлар вә Пәрвәрдигар ишни дурус қилғучилар билән биллә болиду! — деди.
□19:4 «Бәәр-Шебадин тартип Әфраим тағлириғичә» — Бәәр-Шеба Йәһуда зиминидики әң җәнубий чегара, Әфраим тағлиғи болса шималий чегара еди.
□19:8 «Пәрвәрдигарниң һөкүмлирини чиқириш» — яки «Пәрвәрдигар үчүн һөкүм чиқириш». Бу тәрҗимә тоғра болса, бәлким ибадәтханидики ишларни (йәни, пухраларға аит болмиған ишларни) көрситиши мүмкин.