2
Павлусниң Тесалоникадики хизмити
Чүнки, и қериндашлар, бизниң араңларға киргинимиз тоғрилиқ билисиләрки, у бекарға кәтмиди. 1Тес. 1:5, 9. Силәргә йәнә шуму мәлумки, гәрчә илгири Филиппи шәһиридә қийин-қистақ вә харлиққа учриған болсақму, зор қаттиқ қаршилиққа қаримай Худаниң хуш хәвирини силәргә йәткүзүшкә Худайимизниң мәдәт бериши билән жүрәклик болдуқ. «зор қаттиқ қаршилиққа қаримай Худаниң хуш хәвирини силәргә йәткүзүшкә ... жүрәклик болдуқ» — «Худаниң хуш хәвири» болса Худа Өзи әвәткән, шундақла Өзи тоғрилиқ хуш хәвәрдур.   Рос. 16:22; 17:2. Чүнки бизниң өтүнүш-җекиләшлиримиздә һеч қандақ алдамчилиқ, напак нийәт яки һейлигәрлик йоқтур. Әксичә, биз Худа тәрипидин хуш хәвәрниң аманәт қилинишқа лайиқ көрүлгән адәмләр сүпитидә биз шуниңға мунасип һалда адәмләрни әмәс, бәлки қәлбимизни синиғучи Худани хурсән қилиш үчүн хуш хәвәрни җакалаймиз. Гал. 1:10. Чүнки силәр билгәндәк биз һеч қайси вақитта араңларға хушамәтчилик билән вә яки тамахорлуққа ниқап тақап кәлмидуқ — (бу ишта Худа бизгә гувачидур) — Рим. 1:9; 9:1; 2Кор. 1:23; 11:31; Гал. 1:20; Фил. 1:8; 1Тим. 5:21; 2Тим. 4:1. гәрчә биз Мәсиһниң расуллириниң сүпитидә тәләп жүкләләйдиған болсақму, мәйли силәр болуңлар яки башқилар болсун, һеч бир инсандин бирәр иззәт-шөһрәт издигән әмәс едуқ. 1Кор. 9:3; 2Тес. 3:9. Әксичә биз араңларда худди бала имитидиған ана өз бовақлирини көйүнүп асриғандәк силәргә мулайим муамилидә болдуқ. Шу чағда, силәргә шундақ тәлпүнгән едуқ, силәргә пәқәт Худаниң хуш хәвәрини тапшурушнила әмәс, һәтта өз җенимизни тапшурушқиму разимиз; чүнки силәр бизгә интайин қәдирлик едиңлар. Чүнки, и қериндашлар, бизниң қандақ җапалиқ әмгәк қилғинимиз есиңларда бардур; һеч қайсиңларға еғиримизни салмаслиқ үчүн кечә-күндүзләп меһнәт қилдуқ, Худаниң хуш хәвирини силәргә йәткүздуқ. Рос. 18:3; 20:34; 1Кор. 4:12; 2Кор. 11:9; 12:13; 2Тес. 3:8. 10 Етиқатчилардин болған силәрниң араңлардики әмәлийәтлиримизниң қандақ ихласмән, һәққаний вә әйипсиз екәнлигигә өзүңлар вә Худаниң Өзиму гувачидур. 11-12 Вә йәнә силәр билгиниңлардәк, атиниң өз пәрзәнтлиригә несиһәт бәргинидәк биз һәр бириңларға шундақ җекиләп, риғбәт-тәсәлли берип, силәрни өз падишалиғиға вә шан-шәривигә чақириватқан Худаға лайиқ һалда меңишқа дәвәт қилдуқ. Яр. 17:1; 1Кор. 7:20; Әф. 4:1; Фил. 1:27; Кол. 1:10.
13 Худаға йәнә шу сәвәптин тохтавсиз тәшәккүр ейтимизки, силәрниң биздин аңлиған Худаниң сөз-каламиға қулақ салғиниңларда, уни инсанлардин кәлгән сөз сүпитидә әмәс, бәлки униң әмәлий сүпитидә, йәни Худадин кәлгән сөз-калам дәп уни қобул қилдиңлар; у сөз-калам һазир ишәнгүчи силәрдә ишлимәктә. 14 Чүнки силәр, и қериндашлар, Йәһудийә өлкисидики Мәсиһ Әйсада болған җамаәтләрдин үлгә алдиңлар; улар шу йәрдә Йәһудийлар тәрипидин қандақ харлиқларға учриған болса, силәрму өз жутдашлириңлар тәрипидин охшаш харлиқларға учридиңлар. Рос. 17:5,13. 15 Улар, йәни шу Йәһудийлар, әслидә Рәб Әйсани вә пәйғәмбәрләрни өлтүргән вә бизниму зиянкәшлик қилип қоғливәткән еди. Улар Худани нарази қилип, вә һәммә инсан билән қеришип, «Улар, йәни шу Йәһудийлар, әслидә Рәб Әйсани вә пәйғәмбәрләрни өлтүргән...» — «Йәһудий пәйғәмбәрләрни... өлтүргән» — Тәвраттики көп пәйғәмбәрләр жутдашлири тәрипидин өлтүрүлгән; әң ахирқи өлтүрүлгини болса Рәб Әйсани тонуштурғучи пәйғәмбәр Йәһя еди. «...вә бизниму зиянкәшлик қилип қоғливәткән еди» — «қоғливәткән еди» — Йәһудийлар көп ишәнгүчиләрни Йәһудийә өлкисидин қоғливәтти («Рос.» 8:1); андин шуниңдин башлап Павлус вә башқа расулларни хуш хәвәрни җаркарлайдиған җайлардинму һайдивәтти.   Мат. 23:37; Луқа 13:34; Рос. 7:52. 16 «ят әлликләр»ниң ниҗатлиққа еришиши үчүн уларға сөзлишимизгә тосқунлуқ қиливатиду. Шуниң билән улар гуналирини үзлүксиз чекигә йәткүзмәктә; лекин ғәзәп уларниң бешиға толуғи билән чүшүрүлүш алдида туриду. Рос. 17:13.
 
Павлусниң әнсирәшлири
17 Лекин биз, и қериндашлар, амалсиз силәрдин интайин қисқа вақит җудалашқан болсақму (тәндә болсиму, қәлбдә әмәс), силәр билән йәнә дидар көрүшүшкә қәвәтла интизарлиғимиздин йениңларға беришқа техиму бәк интилдуқ! 18 Шуниңдәк йениңларға барғумиз бар еди — әмәлийәттә мәнки Павлус қайта-қайта тиришип бақтим; бирақ буниңға Шәйтан тосқунлуқ қилди. «Шуниңдәк йениңларға барғумиз бар еди — әмәлийәттә мәнки Павлус қайта-қайта тиришип бақтим» — «қайта-қайта» грек тилида «бир қетим, икки қетим».   Рим. 1:13; 15:22. 19 Чүнки бизниң истәк-арзуйимиз, шатлиғимиз вә Рәббимиз Әйса қайтип кәлгәндә пәхирлинидиған таҗимиз немә болиду? Бу дәл силәр өзүңлар әмәсму? 2Кор. 1:14; Фил. 2:16; 4:1. 20 Чүнки силәр бизниң пәхримиз, бизниң шатлиғимиз!
 
 

2:1 1Тес. 1:5, 9.

2:2 «зор қаттиқ қаршилиққа қаримай Худаниң хуш хәвирини силәргә йәткүзүшкә ... жүрәклик болдуқ» — «Худаниң хуш хәвири» болса Худа Өзи әвәткән, шундақла Өзи тоғрилиқ хуш хәвәрдур.

2:2 Рос. 16:22; 17:2.

2:4 Гал. 1:10.

2:5 Рим. 1:9; 9:1; 2Кор. 1:23; 11:31; Гал. 1:20; Фил. 1:8; 1Тим. 5:21; 2Тим. 4:1.

2:6 1Кор. 9:3; 2Тес. 3:9.

2:9 Рос. 18:3; 20:34; 1Кор. 4:12; 2Кор. 11:9; 12:13; 2Тес. 3:8.

2:11-12 Яр. 17:1; 1Кор. 7:20; Әф. 4:1; Фил. 1:27; Кол. 1:10.

2:14 Рос. 17:5,13.

2:15 «Улар, йәни шу Йәһудийлар, әслидә Рәб Әйсани вә пәйғәмбәрләрни өлтүргән...» — «Йәһудий пәйғәмбәрләрни... өлтүргән» — Тәвраттики көп пәйғәмбәрләр жутдашлири тәрипидин өлтүрүлгән; әң ахирқи өлтүрүлгини болса Рәб Әйсани тонуштурғучи пәйғәмбәр Йәһя еди. «...вә бизниму зиянкәшлик қилип қоғливәткән еди» — «қоғливәткән еди» — Йәһудийлар көп ишәнгүчиләрни Йәһудийә өлкисидин қоғливәтти («Рос.» 8:1); андин шуниңдин башлап Павлус вә башқа расулларни хуш хәвәрни җаркарлайдиған җайлардинму һайдивәтти.

2:15 Мат. 23:37; Луқа 13:34; Рос. 7:52.

2:16 Рос. 17:13.

2:18 «Шуниңдәк йениңларға барғумиз бар еди — әмәлийәттә мәнки Павлус қайта-қайта тиришип бақтим» — «қайта-қайта» грек тилида «бир қетим, икки қетим».

2:18 Рим. 1:13; 15:22.

2:19 2Кор. 1:14; Фил. 2:16; 4:1.