Толуқ айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Буларниң һәммиси Һеманниң оғуллири болуп, Худаниң Һеманға болған сөз-калами бойичә униң иззәт-һөрмитини көтириш үчүн униңға берилгән еди (Һеман болса падишаниң алдин көргүчиси еди); Худа Һеманға он төрт оғул, үч қиз ата қилған еди». 6 Буларниң һәммиси атилириниң башламчилиғида болуп, Пәрвәрдигарниң өйидә нәғмә-нава қилиш үчүн, җаң-җаң, тәмбур вә чилтар челип Худаниң өйидики вәзиписини өтәйтти. Асаф, Йәдутун вә Һеман бу ишларда падишаниң көрсәтмисигә қарайтти. □ «Буларниң һәммиси атилириниң башламчилиғида болуп،...» — «атилири» Асаф, Йәдутун вә Һемандин ибарәт. Асаф вә Һеманлар һәр бири Зәбурдики нәччә күйләрни язған (мәсилән 49-, 72-81-күй, 87-күй. Йәдутун 38-, 61- вә 76-күйдә тилға елиниду). 7 Улар вә уларниң қериндашлириниң сани җәмий икки йүз сәксән сәккиз еди (улар һәммиси Пәрвәрдигарни мәдһийиләш нәғмә-навалиғида алаһидә тәрбийә көргән, күй ейтишқа уста еди). 8 Булар чоң-кичигигә, устаз-шагиртлиғиға қаримай һәммиси бирдәк чәк тартип гуруппиларға бөлүнгән еди.
□25:3 «Гәдалия, Зери, Йәшая, Шимәй, Һашабия вә Маттитияһ» — бәзи кона көчүрмиләрдә «Шимәй» дегән исим йоқап кәткән.
□25:5 «Худаға болған мәдһийисини яңритиш» — ибраний тилида «мүңгүзни (яки бурғини) көтириш» дегән сөзләр билән ипадилиниду. Мүңгүз болса адәмниң (яки Худаниң) улуқлуғини көрситиду. «Худаға болған мәдһийисини яңритиш» — Һеманниң қизлириму бу мәдһийә хизмитидә еди. Толуқ айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Буларниң һәммиси Һеманниң оғуллири болуп, Худаниң Һеманға болған сөз-калами бойичә униң иззәт-һөрмитини көтириш үчүн униңға берилгән еди (Һеман болса падишаниң алдин көргүчиси еди); Худа Һеманға он төрт оғул, үч қиз ата қилған еди».
□25:6 «Буларниң һәммиси атилириниң башламчилиғида болуп،...» — «атилири» Асаф, Йәдутун вә Һемандин ибарәт. Асаф вә Һеманлар һәр бири Зәбурдики нәччә күйләрни язған (мәсилән 49-, 72-81-күй, 87-күй. Йәдутун 38-, 61- вә 76-күйдә тилға елиниду).
□25:9 «униң инилири» — яки «униң қериндашлири». 10-18-айәтләрдики «инилири»му шундақ.
□25:11 «Изри» — яки «Зери» (25:3ни көрүң).
□25:14 «Йәшарилаһ» — яки «Ашарилаһ» (25:2ни көрүң).
□25:18 «Азарәл» — яки «Уззийәл» (25:4ни көрүң).