20
Йоабниң Аммонларниң пайтәхти Раббаһни һуҗум қилип алғанлиғи
2Сам. 12:26-31
Шундақ болдики, йеңи жилниң бешида, падишалар җәңгә атланған вақитта, Йоаб күчлүк қисимни башлап келип, Аммонларниң йәрлирини вәйран қилип, андин Раббаһни муһасиригә алди. У чағда Давут Йерусалимда турувататти. Йоаб Раббаһға һуҗум қилип шәһәрни вәйран қилип ташлиди. «йеңи жилниң бешида» — Худа Йәһудий хәлқигә тапшурған календар бойичә «йеңи жил» әтиязда башлинатти («Мис.» 12:2). Давут уларниң падишасиниң бешидин таҗни еливиди (алтуниниң еғирлиғи бир талант чиқти, униңға яқутлар қондурулған еди), кишиләр бу таҗни Давутниң бешиға кийдүрүп қойди. Давут шәһәрдин йәнә нурғун җәң ғәниймәтлирини елип кәтти. «Давут уларниң падишасиниң бешидин таҗни еливиди ...» — яки «Давут бути Милкомниң бешидин таҗни еливиди ...». «еғирлиғи бир талант» — бир талант бәлким 30 килограм еди.   2Сам. 12:30 У йәнә шәһәрдики хәлиқни елип чиқип һәрә, җоту вә палта билән ишләшкә салди; Давут Аммонниң һәр қайси шәһәрлиридики хәлиқләрниму шундақ ишләтти; андин Давут көпчилик билән Йерусалимға қайтти.
 
Давут Филистийләрни үч қетим мәғлуп қилиду. Төрт гигантниң қәтл қилиниши
2Сам. 21:18-22
Шу вақиәдин кейин Исраиллар Гәзәрдә Филистийләр билән соқушти; у чағда Хушатлиқ Сиббикай Рәфайийлардин болған Сиппай исимлиқ бирини өлтүрүвәтти, Филистийләр тиз пүкти. «Рәфайийлар» — бәлким гигантлар еди. «2Сам.» 21:16-22ни көрүң. Кейинчә Исраиллар билән Филистийләр йәнә соқушти; Яирниң оғли Әлһанән Гатлиқ Голиятниң иниси Лахмини өлтүрди; бу адәмниң нәйзисиниң дәстиси бапкарниң оқидәк том еди. Кейинки вақитларда Гатта йәнә соқуш болди; у йәрдә наһайити бәстлик бир адәм бар еди, униң қолидиму, путидиму алтидин бармақ болуп, җәмий жигирмә төрт бармиғи бар еди; уму Рәфайийлардин еди. «Рәфайийлар» — ибраний тилида «Рафаниң нәсли» дегән сөзләр билән ипадилиниду. Демәк, «Рәфайийлар» Рафаниң әвлатлири. Бу адәм Исраилларни тиллиғили турувиди, Давутниң акиси Шимияниң оғли Йонатан чиқип уни өлтүрүвәтти. Булар Гатлиқ Рафаниң әвлатлири болуп, һәммиси Давут вә униң хизмәткарлириниң қолида өлди.
 
 

20:1 «йеңи жилниң бешида» — Худа Йәһудий хәлқигә тапшурған календар бойичә «йеңи жил» әтиязда башлинатти («Мис.» 12:2).

20:2 «Давут уларниң падишасиниң бешидин таҗни еливиди ...» — яки «Давут бути Милкомниң бешидин таҗни еливиди ...». «еғирлиғи бир талант» — бир талант бәлким 30 килограм еди.

20:2 2Сам. 12:30

20:4 «Рәфайийлар» — бәлким гигантлар еди. «2Сам.» 21:16-22ни көрүң.

20:6 «Рәфайийлар» — ибраний тилида «Рафаниң нәсли» дегән сөзләр билән ипадилиниду. Демәк, «Рәфайийлар» Рафаниң әвлатлири.